Җияң земин, тәйвәнгә қорал ишлитиштин ваз кәчмәсликни оттуриға қойди


2004.09.21

Хитай компартийиси һәрбий ишлар комитетиниң рәислик вәзиписидин истепа бәргән җияң земин, бейҗиңда ечилған һәрбий ишлар комитетиниң кеңәйтилгән йиғинида, сөз қилип, тәйвәнгә қорал ишлитиштин һәргиз ваз кәчмәсликни оттуриға қойди.

Җияң земин мәзкур йиғинда йәнә, хитайниң һәрбий қисимлиридин күтидиған бир қанчә тәләплирини оттуриға қойди. У тәйвән мәсилисидә, әң чоң тиришчанлиқ көрситип, тинчлиқ билән бирликкә келиш йолини тутуш бирақ қорал ишләтмәслик һәққидә сөз бәрмәсликни вә бу мәсилини муһим бир сиясий принсип дәп тонушни алаһидә тәкитлиди.

Бу арида тәйвән бирләшмә хәвәрлири бу һәқтә обзор елан қилип, җияң земинниң һәрбий ишлар комитетиниң кеңәйтилгән йиғинида тәйвән мәсилиси һәққидә қилған сөзлиридин гәрчә җияң земин һәрбий һоқуқни тапшуруп бәргән болсиму, бирақ униң хитай армийиси ичидики тәсириниң наһайити чоң икәнликини, болупму тәйвән мәсилисидә сөз қилиш һоқуқиға игә икәнликини көрүвалғили болидиғанлиқини билдүргән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.