Чен шүйбийән ху җиңтавниң һәрбий тәһдитни пәсәйтмәйдиғанлиқини билдүрди


2004.09.22

Тәйвән президенти чен шүйбийән чаршәнбә күни, гәрчә һәрбий һоқуқ җияң земиндин ху җиңтавға өткән болсиму, лекин ху җиңтавни "тәйвәнгә қаратқан һәрбий тәһдитни пәсәйтиду" дәп қаримайдиғанлиқини билдүрди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, чен шүйбийән канада парламент әзалиридин тәшкилләнгән бир вәкилләр өмикиниң зияритини қобул қилғанда бу сөзләрни қилип, "җияң земин билән ху җиңтав һәр иккилиси тәйвәнгә қорал күчи ишлитиштин ваз кәчмәйду" деди.

Чен шүйбийән йәнә, коммунист хитайниң тәйвәнгә қаратқан башқурулидиған бомба саниниң һазир 600 гә йетидиғанлиқини һәмдә буни йилиға 50 тин 70 гичә ашуруватқанлиқини тәкитләп, буниң асия тинч-окян райониниң тинчлиқиға бир чоң тәһдит болуватқанлиқини билдүрди.

Хитайниң 16- нөвәтлик қурултийи4- омумий йиғинида, хитай сабиқ рәиси җияң земин һәрбий һоқуқни хуҗиңтавға өткүзүп берип, тәйвәнгә қорал күчи ишлитиштин һәргиз ваз кечишкә болмайдиғанлиқини тәкитлигән иди. Тәйвән мәмурий мәһкимә башлиқи йов шикүн җияңниң сөзигә асасән, тәйвәнниң техиму мукәммәл мудапиә күчи болиши керәкликини йәнә бир қетим әскәртти. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.