Тәйвән президенти моңғолийиниң өз вақтида мустәқиллиқни таллиғанлиқини мәдһийилиди


2004.09.30

Тәйвән президенти чин шүйбийән моңғолийиниң әйни вақитта мустәқиллиқ йолини таллиғанлиқини мәдһийилиди һәмдә тәйвәнниңму моңғулийидин илһам елип, өз йолида меңишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Ройтирс ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, чин шүйбийән бу сөзни пәйшәнбә күни моңғулийиниң вәкилләр өмикини күтивалғанда қилған. У сөзидә йәнә "мән моңғулийиниң буниңдин нәччә он йил илгири омумий хәлқ райини синаш арқилиқ, мувәппәқийәтлик һалда дөләтниң мустәқиллиқини қоғдиғанлиқиға апирин оқуймән. Бу тәйвәнниң өгинишигә әрзийду" деди.

Хитай чоң қуруқлуқи билән тәйвәнниң мунасивити чин шүйбийән қайта прездентлиққа сайланғандин боян техиму җиддиләшмәктә. Чүнки, хитай һөкүмити чин шүйбийәнниң иккинҗи қарар вәзипә өтәш мәзгилидә, омумий хәлқ райини синаш арқилиқ тәйвәнниң мустәқиллиқини җакалишидин әндишә қилмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.