Тәйвән, японийәниң нормал дөләтлик орниға қайтип келишини қарши алиду
2004.10.03
Тәйвән баш министири йов шикун, тәйвән японийәниң нормал дөләтлик орниға қайтип келишини қарши алиду диди. У, японийәни асия бихәтәрлик мәсилилиридә техиму чоң рол ойғашқа чақирған. Йов шикун юқарқи сөзләрни тәйбейда чақирилған "японийә - тәйвән мунбири - 2004 " намлиқ муһакимә йиғинида тәкитлигән. Йов шикун, америака билән японийә оттурисидики "бихәтәрлик шәртнамиси" асия - тинч окян раюнидики бихәтәрликниң һул теши, японийә билән тәйвән бихәтәрлик диялуги қуруп, америка - японийә вә тәйвән оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиши керәк дәп көрсәткән. У мундақ дәйду : америка, японийә вә тәйвән димократийә, әркинлик вә кишилик һоқуқни һөрмәт қилидиған дөләтләр, шуңа уларниң һәмкарлиқ мунасивети қуруши тәбиий, шундақла раюнниң бихәтәрлиги вә муқимлиқиға уйғун.
Йеқиндин бери японийә ички кабинтидики японийәниң нормал дөләтлик орнини әслигә кәлтүрүш тоғрисидики талаш-тартишлар, әтраптики хошна дөләтләрниң диққитини қозғиған. Бирақ тәйвән баш министири японийәниң нормал дөләтлик орниға қайтишини қарши алди. У мундақ дигән : соғақ мунасивәтләр урушидин кейин хитайниң күчи кеңийишкә башлиди. Шимали корийә ядро қораллар мәсилиси техи һәл болмиди. Хитай билән корийә шәрқий- шимали асия бихәтәрликидики әң чоң тәһдит. Йов шикунниң илгири сүрүшичә, японийә хитайниң 1996 - йилдин бери тәйвәнгә башқурулидиған бомбилар билән тәһдит селиватқанлиқини билиши керәк, тәйвән боғузида йүз бәргән һәр қандақ тоқунуш японийә мәнпәәтини зиянға учритиду. японийә 2 - дуня урушида мәғлуп болғандин кейин японийә асаси қануни японийәниң чәтәлгә қошун чиқиришини чәклигән. Америка японийә дөләт мудапиәсини өткүзивалған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән президенти моңғолийиниң өз вақтида мустәқиллиқни таллиғанлиқини мәдһийилиди
- Чен шүйбийән ху җиңтавниң һәрбий тәһдитни пәсәйтмәйдиғанлиқини билдүрди
- Тәйвән дөләт мудапиә министирлики хитайни нишанлиған һәрбий хираҗәт доклатини елан қилди
- Җияң земин, тәйвәнгә қорал ишлитиштин ваз кәчмәсликни оттуриға қойди
- Чин шүйбийән: хитай һакимийтидики өзгиришләрдин башқичә үмид күтмәслик керәк
- Хитай 18 - сентәбир вәқәсини хатирилиди
- Хитай һөкүмити япунийигә тәһдид елип кәлмәйдиғанлиқини билдүрди
- Хитай чен шүйбийәнниң "тәйвән" аталғусини ишлитиш тәлипини әйиблиди
- Тәйвән тәрәп хитайниң һайтида елип бериватқан һәркәтлирини йеқиндин күзәтмәктә
- Тәйвән хитай билән мунасивәтни яхшилаш үчүн игилик һоқоқини қурбан қилмайдиғанлиқини билдүрди