Демократийә тәрәққият партийиси, соң чүйүйни тәйвәнгә "хиянәт" қилиш билән әйиплиди
2005.05.06
Тәнвәндә һакимийәт үстидики демократийә тәрәққият партийиси, хитай чоң қуруқлуқини зиярәт қиливатқан тәйвән хәлқпәрвәрләр партийисиниң рәиси соң чүйүйни тәйвәнни хитайға сетиветиш билән әйиплиди.
Соң чүйү хитай чоң қуруқлуқидики зиярити пәйшәнбә күни башлиған. У, җүмә күни шиәндики шйәняңда хуаңдиниң қәвртисини тавап қилди. Әмма тәйвән демократийә тәрәққият партийисиниң баш катипи лий йияң, "лйән җән билән соң чүйүй тәйвәнни сетиватиду шундақла уларниң хитайдики зиярити тәйвәнниң игилик һоқуқини қурбан қилмақта," дәп көрсәтти.
Лий мундақ дәйду: " улар җоңхуа мингониң игилик һоқуқи вә миллий мәнпәәтини қанчилик көп қурбан қилса, хитайни шунчилик хошал қилиду шундақла хитайдин техиму чоң мукапатларни алиду."
Соң чүйү пәйшәнбә күни чоң қуруқлуқтики зияритиниң тунҗи бекити шиәнгә қонғанда, тәйвән мустәқиллиқиға қарши туридиғанлиқини җакарлиған. Лий йияң соң чүйүниң бу сөзини тәнқидлиди. У, " соң чүйү, җоңхуа мингониң игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт икәнликини пүтүнләй инкар қилди," дәп көрсәткән.
Соң чүйү, гоминдаң рәиси лйән җәндин кейинла хитай чоң қуруқлуқини зиярәт қилған тәйвән өктичиләр партийисиниң рәһбири. У, дүшәнбә күни бейҗиңға бариду шундақла бейҗиңда ху җинтав билән учришип, чиңхуа университетида сөз қилидикән.
Тәйвән президенти чен шүйбйән, пәйшәнбә күни хитайни зиярәт қиливатқан тәйвәндики өктичи партийә рәһбәрлирини агаһландурди. У мундақ дәйду: " өктичи партийә рәһбәрлири тәйвәннииң игилик һоқуқи вә тәйвән хәлқиниң параванлиқи шундақла қанунларға хилаплиқ қилмиса, һөкүмәт уларниң зияритигә аңлиқ позитсийә тутиду." (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвәндики йәнә бир өктичи партийиниң рәһбири хитайни зиярәт қилди
- Тәйвән иттипақ партийиси, лйән җән үстидин сотқа әрз сунди
- Тәйвән, хитайниң нефит қидириш парахотлириниң чиқип кетишини тәләп қилди
- Америка алимлири тәйвәнниң хитай билән келишим түзүшигә қарши чиқти
- Гоминдаң партийисиниң рәиси лйән җән хитайни зиярәт қилди