Чен шүйбйән бейҗиңни тәйвәнниң хәлқ қурултай вәкиллири сайлимиға дәхлий тәруз йәткүзди дәп әйиплиди
2005.05.09
Тәйвән хәлқ қурултай вәкилләр сайлими шәнбә күни өткүзүлиду. Тәйвән президенти чин шүйбйән буниң һарписида, хитай һөкүмитини тәйвәнниң хәлқ қурултай вәкиллири сайлимиға дәхли - тәрүз йәткүзди дәп әйиплиди.
Бу қетимқи хәлқ қурултай вәкиллири сайлими тәйвәнниң асасий қанунини ислаһ қилип, омумий хәлқ райини синаш елип беришни әмәлгә ашурушқа бивастә бағлинишлиқ болуп, һәр қайси партийиләрдин сайланған хәлқ вәкиллири киләр айда асасий қанунға ислаһ киргүзүш вә яки киргүзмәслик мәсилисидә беләт ташлайду.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, чин шүйбйән йәкшәнбә күни кәчтә, хитай һөкүмитини тәйвәндики өктичи партийиләрниң тәйвән асасий қанунини ислаһ қилишни тосушқа ярдәм бериватиду дәп көрсәткән.
Униң билдүрүшичә, өткән йили тәйвән хәлқпәрвәр партийисиниң рәиси соң чуйү америкида, хитай тәйвән ишлири ишханисиниң мудири чин йүнлиң билән көрүшкән. Хитай даирилири суң чуйүдин асасий қанунни ислаһ қилишқа қарши турушқа чақирған. Нәтиҗидә суң чуйү узун өтмәй асасий қанунни ислаһ қилишқа қарши чиққан.
Чин шүйбйән ," бу хитайниң тәйвәнниң асасий қанунини ислаһ қилишини чат керип, тәйвәнниң ички ишлириға арилашқанлиқиниң ипадиси" дәп билдүрди.
Әмма тәйвән хәлқпәрвәр партийиси өз партийә рәиси соңниң америкида хитай даирилири билән сөһбәт өткүзгәнликини рәт қилип, мәзкур партийиниң узундин бери тәйвәнниң асасий қанунини ислаһ қилишқа қарши икәнликини көрсәтти. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Демократийә тәрәққият партийиси, соң чүйүйни тәйвәнгә "хиянәт" қилиш билән әйиплиди
- Тәйвәндики йәнә бир өктичи партийиниң рәһбири хитайни зиярәт қилди
- Тәйвән иттипақ партийиси, лйән җән үстидин сотқа әрз сунди
- Чен шүйбйән, хитай дөләт рәиси ху җинтавни тәйвәнгә тәклип қилди
- Тәйвән презденти хитай билән сөһбәт өткүзүшкә тәйярлиқини билдүрди