Тәйвәнниң мустәқиллиқини яқлайдиған һакимийәттики партийә сайламда ғәлибә қазанди
2005.05.15
Тәйвәндики хәлқ вәкилләр қурултийи сайлиминиң нәтиҗиси шәнбә күни елан қилинип, сайламда тәйвән мустәқиллиқини яқлайдиған , һакимийәттики тәйвән демократийә тәрәққият партийиси көп санлиқ авазға еришти.
Сайлам нәтиҗисидин ашкарилинишичә, тәйвән демократийә тәрәққият партийиси 127 орунға, гоминдаң партийиси 117 орунға еришкән. Қалған 39 орунни тәйвән бирләшмә партийиси вә хәлқпәрвәр партийиси игилигән.
Тәйвән президенти чин шүйбйән, тәйвән асасий қануниға ислаһат киргүзүшни қоллайдиған авазниң көп санлиқни игилиши, демократийиниң ғәлибә қазанғанлиқи, тәйвәнниң ғәлибә қазанғанлиқидин дерәк беридиғанлиқни билдүрди.
Тәйвән гоминдаң партийисиниң рәиси лйән җән болса, бу қетимқи хәлқниң беләт ташлаш нисбитиниң төвәнликини билдүрүп, сайламниң хәлқниң һәр қайси партийиләрни қоллаш дәриҗисини ениқ әкс әттүрүп берәлмәйдиғанлиқини көрсәтти.
Тәйвәнниң хәлқ вәкилләр қурултийи бир даимий орун болмастин, бирәр иһтияҗ туғулғанда сайлиниду. Сайламда адәм әмәс, партийә сайлап чиқилиду. Мәлуматларға қариғанда, бу қетимқи хәлқ вәкилләр қурултийиниң вәзиписи, сайлам системисида ислаһат елип берип, омуми хәлқ райини синаш елип беришни өз ичигә алған тәйвән асасий қануниға өзгәртиш киргүзүш лайиһисини музакирә қилиду.
Бу қетимқи 300 кишилик хәлқ қурултийи вәкиллириниң вәзипә өтәш муддити бир ай болуп, улар вәзиписини орунлиғандин кийин өзликидин тарқилиду.
Хитай һөкүмити тәйвәнниң омуми хәлқ райини синаш елип беришини рәсмий мустәқиллиққа қарап маңғанлиқиниң бир ипадиси дәп қарап кәлмәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән хитай һөкүмитиниң сөһбәт тәклипини рәт қилди
- Чен шүйбйән бейҗиңни тәйвәнниң хәлқ қурултай вәкиллири сайлимиға дәхлий тәруз йәткүзди дәп әйиплиди
- Чен шүйбйән, хитай дөләт рәиси ху җинтавни тәйвәнгә тәклип қилди
- Тәйвән презденти хитай билән сөһбәт өткүзүшкә тәйярлиқини билдүрди
- Чен шуйбйән, бейҗиң даирилири билән сөһбәт өткүзүшни тәшәббус қилди