Чен шүйбйән тәйвәнниң хитайға болған қизғинлиқиниң пәсәйгәнликини билдүрди


2005.05.23

Тәйвән президенти чен шүйбйән чаршәнбә күни өктичи партийә рәһбәрлириниң хитай сәпиридин кейин тәйвәндә шәкилләнгән, хитай қизғинлиқиниң һазир пәсәйгәнликини билдүрди.

Чен шүйбйән японийә вә явропа иттипақиниң парламент әзалири билән көрүшкәндә бу сөзләрни қилған болуп, у йәнә, тәйвәнниң давамлиқ түрдә икки қирғақ мунасивитиниң нормаллишишини истәйдиғанлиқини, лекин сөһбәт чоқум демократик вә тинч йолда елип берилиши керәкликини билдүрди.

У сөзидә, җуңхуа мингониң игилик һоқуқида чиң туридиғанлиқини тәкитләп, " тәйвән иккинчи хоңкоң болуп қелишни халимайду" деди. У йәнә, лйән-соңлар хитайни зиярәт қилип кәлгәндә, гәрчә тәйвәндә бир мәзгил хитай қизғинлиқи қозғалған болсиму, лекин хитай һөкүмитиниң йеқинда, тәйвәнниң дуня сода тәшкилатиға киришини йәнә бир қетим бастурушиниң, тәйвән хәлқини қайтидин ойғатқанлиқини билдүрди.

Чен шүйбйән йәнә явропа иттипақи әмәлдарлириға, әгәр явропа иттипақи хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилса, бу, хитайни тәйвәнгә қорал күчи ишлитишкә риғбәтләндүргәнлик болуп һесаблинидиғанлиқини билдүрди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.