Чин шүйбйән хитай рәһбәрлирини тәйвән һөкүмити билән бивастә мунасивәт орнитишқа чақирди


2005.07.12

Сәйшәнбә күни, тәйвән президенти чин шүйбйән хитай рәһбәрлиридин, тәйвәндики сиясий өктичиләр билән мунасивәт орнитиш орниға, униң һөкүмити билән бивастә мунасивәт қилишини тәләп қилди.

Чин шүйбйән сәйшәнбә күни, америкиниң сабиқ шәрқий асия вә тинч окян ишлириға мәсул ташқи ишлар ярдәмчи министири рәнди ширийәрбилән тәйбейдә өткүзгән сөһбити җәрянида, хитай һөкүмитидин тәйвән мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн тәйвәнниң сайланған һөкүмити билән мунасивәт қурушини тәләп қилди.

У мундақ деди "тәйвән һөкүмити билән мунасивәт қуруш, икки тәрәп оттурисидики мәсилини һәл қилишниң әң яхши йоли. Әгәр бейҗиң рәһбәрлири давамлиқ тәйвән һөкүмитини бир тәрәпкә қайрип қоюшқа тиришса бу, мәсилиләрни техиму қийинлаштуриду", деди.

Хитай һөкүмити чин шүйбйәнни йошурун һалда, тәйвәнниң мустәқиллиқини қоллаватиду дәп әйибләп, униң һөкүмити билән бивастә мунасивәт қурушни рәт қилип, йеқиндин бери тәйвәндики тәйвәнниң хитай билән бирлишишни қоллайдиған партийиләрниң рәһбәрлирини хитайға тәклип қилиш арқилиқ чин шүйбйән һөкүмитини сиясий җәһәттин ялғуз қалдурушқа тиришиватиду.

Чин шүйбйән, "тәйвән хәлқи, хитайниң бу һәрикәтлири арқилиқ тәйвән хәлқини бөлүп парчилашқа урунуватқанлиқини чүшинип йәтти. Лекин биз йәнила сәвр қилип, әқил - парастимизни ишқа селип, хитай билән диалог илип бериш үчүн тиришимиз", деди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.