Чен шүйбйән тәйвәнниң асасий гәвдә еңидә чиң турушни тәкитлиди
2006.01.01
Гәрчә хитайниң вә тәйвәндики қарши күчләрниң бесими барғансери күчәйсиму, лекин тәйвән президенти чен шүйбйән йәкшәнбә күни йәнила тәйвәнниң асасий гәвдә еңидә чиң турушни тәкитлиди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, чен шүйбйән йеңи йил мунасивити билән қилған нутиқида бу сөзләрни қилған болуп, у йәнә, келәр йили тәйвәндә йеңи асасий қанун омумий сайлимини өткүзүш еһтималлиқиниму йоқ дегили болмайдиғанлиқини ейтти.
У сөзидә йәнә, тәйвәнни "җуңхуа хәлқ җумһурийити" гә тәвә әмәс дәп җакарлиди. Чен шүйбйән өзиниң давамлиқ сиясий ислаһатни қоғлишидиғанлиқини ейтип, тәйвәнниң дөләт мудапиәсини күчәйтишкә чақирди.
У йеңи йил мунасивити билән қилған нутиқида йәнә, "тәйвәнниң кәлгүсини пәқәт 23 милйон тәйвән хәлқила бекитәләйду" деди. Чен шүйбйән вә тәйвәнниң мустәқиллиқини яқлайдиған демократийә илғарлиқ партийисиниң һакимийәт сүргинигә 5 йил болди. Шундин буян тәйвән билән хитайниң мунасивити техиму начарлиди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән президенти чен шүйбйән америкида кишилик һоқуқ мукапатиға еришти
- Тәйвән, дунядики сиясий тәсирини юқири көтүрүш үчүн хәлқаралиқ бир тәшкилат қурған
- Хитай һөкүмити, тәйвәнни мустәқиллиқ мәсилисидә йәнә агаһландурди
- Чин шүйбйән талаш- тартиштики паратус арилини зиярәт қилди
- Тәйвән президенти чин шүйбйән, хитай совет иттипақиға охшаш гумран болиду, деди