Тәйвән: хитай тәйвәнниң нөвәттики вәзийитини чүшәнмәйду


2006.03.01

Хитай дөләт рәиси ху җинтав тәйвән президенти чен шүйбйәнниң дөләт бирлики комитетини бикар қилиш қарарини әйиблигәндин кейин, тәйвәнниң чоң қуруқлуқ ишлири комитети чаршәнбә күни буниңға инкас қайтуруп, тәйвән билән хитайниң әзәлдин бир-биригә қарашлиқ әмәсликини, шундақла тәйвәнниң игилик һоқуқиға игә бир мустәқил дөләт икәнлики тәйвәнниң һазирқи вәзийити һесаблинидиғанлиқини ейтти.

Тәйвәндики чоң қуруқлуқ ишлири комитетиниң рәиси ву җавшйоң, тәйвән президенти чен шүйбйәнниң дәл тәйвәнниң һазирқи вәзийитини сақлап қелиш үчүн мушундақ қиливатқанлиқини, ху җинтав вә башқа хитай башлиқлириниң инкаси уларниң тәйвәнниң нөвәттики вәзийитини чүшәнмәйдиғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини билдүрди.

У сөзидә йәнә, " тәйвәнниң игилик һоқуқи әзәлдин 23 милйон тәйвән пуқрасиға тәвә. Пәқәт тәйвән хәлқиниңла тәйвәнниң нөвәттики вәзийитигә қарар бериш һоқуқи бар" деди. У йәнә, тәйвәндә һәр қандақ өзгириш һасил қилиш үчүн йәнила алди билән тәйвән хәлқиниң мураҗитигә қулақ селиш керәкликини ейтип, " хитайниң өз алдиға тәйвәнни хитайниң бир қисми дийиши, тәйвәнниң һазирқи вәзийитигә хилап бир һәрикәт" дәп көрсәтти.

Чен шүйбйәнниң дөләт бирлики комитетини бикар қилиш қарари америкиниңму қарши елишиға учримиған иди. Әмма америка дөләт бихәтәрлик комитетиниң асия ишлириға мәсул дериктори кеннес либерсал (Kenneth Lieberthal) чаршәнбә күни бейҗиң һөкүмитиниң бундақ күчлүк инкас қайтуруп тәйвәнгә тәһдит ишлитиштин сақлиниши керәкликини, чүнки тәһдитниң чен шүйбйәнниң мустәқиллиқ һәрикитини техиму күчәйтип қойидиғанлиқини билдүрди.

Тәйвәнниң чоң қуруқлуқ ишлири комитети рәиси ву җавшйоң сөзидә йәнә, хитай һөкүмитини сиясий әркинликни техиму қоюп беришкә чақирип, мушундақ болғанда ,хитайниң андин тәйвән мәсилисидә тоғра қарар чиқиралайдиғанлиқини һәмдә буниң икки қирғақ мунасивитигә пайдилиқ болидиғанлиқини билдүрди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.