Хитай хәлқ қурултийи йиғинида тәйвән мустәқиллиқи агаһландурулди
2006.03.05
Хитайниң мәмликәтлик хәлқ қурултийи йиғининиң йәкшәнбә күнидики ечилиш мурасимида, хитай баш министири вен җябав тәйвәнниң хитай билән болған бирлик хизмитини күчәйтишни вә йезилардики мәсилиләрни һәл қилишни тәкитлиди. У йәнә, тәйвәнниң хитай билән бирлишишигә тосқунлуқ қилидиған һәр қандақ һәрикәтниң мәғлуб болидиғанлиқини агаһландурди.
Гәрчә хитай һөкүмити тәйвәнниң тинч йолда бирлишишини халайдиғанлиқини тәкитлисиму, лекин йеқиндила хитайниң бу йиллиқ һәрбий хираҗитини йәнә 15% ашуридиғанлиқини җакарлиған. Өткән һәптә тәйвән президенти чен шүйбйәнниң дөләт бирлики комитетини бикар қилиш қарарини оттуриға қоюши, икки тәрәп оттурисидики мунасивәтни техиму җиддийләштүривәтти.
Вен җябав йиғинда йәнә, йезиларға қаритилған маарип мәблиғи, давалиниш вә асасий әслиһә қурулуш саһәлиригә аҗритидиған мәбләғни техиму ашуруш пиланини оттуриға қойди. Бу пиланниң асаслиқ мәқсити байлар билән кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқни кичиклитиш. Хитайда өткән йилдила нәччә миң қетим деһқанларниң наразилиқ намайишлири көтүрүлгән иди. Нөвәттә бу әһвал хитайниң муқимлиқиға тәсир көрситиватқан муһим бир амил болуп қалди.
Вен җябав йиғинда йәнә чириклик мәсилисиниму алаһидә тилға елип, һөкүмәт әмәлдарлири арисидики чирикликни тәлтөкүс йоқутуш ирадисини оттуриға қойди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай чен шүйбйәнгә һәрбий маневир билән җаваб бәрмәкчи
- Хитайда икки йиғин мәзгилидә 400 дин артуқ адәм қолға елинди
- Тәйвән: хитай тәйвәнниң нөвәттики вәзийитини чүшәнмәйду
- Хитай тәйвәнниң дөләт бирлики комитетини бикар қилишини әйиблиди
- Икки йиғин мәзгилидә өй, хизмәт вә маарип мәсилиси амма әң көңүл бөлидиған мәсилиләр икән