Хитай сиясий мәслиһәт кеңишиниң мәмликәтлик йиғини тәйвән һөкүмитини агаһландурди
-
2006-03-13 -
-
-
Хитай сиясий мәслиһәт кеңишиниң мәмликәтлик йиғини икки һәптилик хизмитини хуласилиғандин кейин дүшәнбә күни йепилғанлиқини җакарлиди. Йиғинниң ахирқи күни вәкилләр қарар мақуллап, тәйвән даирилиригә һуҗум қилди вә тәйвәнни агаһландурди.
Сиясий кеңәш йиғини қарарида, "йеқинқи йиллардин бери тәйвән даирилириниң рәһбәрлири 'тәйвән мустәқиллиқи' ни тәшәббус қилидиған бөлгүнчи һәрикәтләрниң қәдимини тезлитип, аталмиш 'асасий қанунни' өзгәртиш йоли билән 'тәйвәнни қануни җәһәттин' мустәқил қилиш нишаниға йәтмәкчи боливатиду" дәп көрсәтти.
Қарарнамида чен шүйбйән һөкүмитиниң йеқинда йолға қойған "дөләтни бирликкә кәлтүрүш программиси" дин ваз кәчкәнликини тәйвән мустәқиллиқи йолидики хәтәрлик қәдәм, дәп атиған. Қарарнамида тәйвән һөкүмити "дөләтни бирликкә кәлтүрүш комитети вә программисини мәҗбурий тохтитип, 4' ни рәт қилиш, биргә йол қоймаслиқ' тоғрисида бәргән вәдисини инкар қилиш билән хәтәрлик бир қәдәм атти " дәйду. Қарарнамида, " биз буниңға қаттиқ ғәзәпләнгәнликимиз вә җиддий диққәт қилидиғанлиқимизни билдүримиз " дәп көрсәтти. Шуниң билән биргә тәйвәнликләрни икки қирғақ мунасивитини тинч вә муқим йүзлинишкә қарап илгири сүрүшкә чақирған.
Хитай һөкүмити тәйвән мустәқилиқ җакарлиса қораллиқ һуҗум қозғайдиғанлиқини агаһландурмақта. Хитай дөләт рәиси ху җиңтав шәнбә күни юқири дәриҗилик һәрбий офитсирларни қобул қилип," алдимиздики 5 йил армийини заманивийлаштуруш йолидики муһим дәвр болуп қалиду, дәп тәкитлигән.(Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай баш министири вен җябав уйғур аптоном район вәкиллирини қобул қилди
- Қурултай вәкили: сақчиларниң сорақ қилиш җәряни синалғуға елиниш керәк
- Хитай баш министири вен җябав, йеза тәрәққиятиға мәбләғ селишни күчәйтишкә вәдә бәрди
- Хитай хәлқ қурултийи йиғинида тәйвән мустәқиллиқи агаһландурулди
- Хитайда икки йиғин мәзгилидә 400 дин артуқ адәм қолға елинди