Тәйвәндики сиясий қалаймиқанчилиқ тәйвән иқтисадиға зиян йәткүзүши мумкин


2006.06.11

Хәлқарадики бир қисим органлар тәйвән дуч келиватқан нөвәттики сиясий қалаймиқанчилиқниң тәйвән иқтисадиға зиян йәткүзүши мумкинлигини агаһландурди.

Хәлқаралиқ аманәт -қәрз баһалаш оргини болған "өлчәмлик пол" ширкитиниң тәйвәндики ишханиси, " әгәр тәйвәнниң нөвәттики сиясий параллиш вәзийити давамлашса, у чағда биз тәйвәнниң аманәт-қәрз дәриҗисини төвәнлитишимиз мумкин" дегән.

Тәйвән президенти чен шүйбйәнниң аяли вә күйоғлиға четилған хиянәтчилик вәқәси тәйвәндики өктичи партийиләрниң чен шүйбйәнни тәхттин чүшүшкә зорлаш һәрикитигә түрткә болди. Тәйвәндики 2 өктичи партийә болған хәлқпәрвәр партийиси билән гоминдаң партийиси бирлишип, чен шүйбйәндин тәхттин чүшүшни тәләп қилди һәмдә шәнбә күни бу мунасивәт билән чоң көләмдә намайиш өткүзди.

Тәйвән парламентидики 221 орунниң 112 исини өктичи партийидикиләр игилигән. Өктичиләрниң чен шүйбйәнни тәхттин чүшүрүш лайиһиси парламентниң тәстиқидин өтүш үчүн, бу чоқум парламенттики 3/2 қисим әзаниң тәстиқидин өтүш керәк. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.