Чин шүйбйән, әйвән хитайниң һуҗумлириға тақбил туруш күчигә игә, деди


2006.09.05

Тәйвән президенти чин шүйбйән сәйшәнбә күни ройтерис агентлиқи вә җәнубий тинч окян арили жорнилиниң мухбирлири билән өткүзгән сөһбити җәрянида, хитайниң 2010‏- йилиғичә тәйвәнни ишғал қилиш үчүн кәң көләмлик бир һуҗум башлаш қабилийитигә еришидиғанлиқини, әмма тәйвәнниң, хитай һөкүмитиниң бу һәрикитигә тақабил туралайдиған һәрбий күчкә игә икәнликини билдүрди.

Чин шүйбйән, тәйвән билән һелиму дипломатийә мунасивәтлирини сақлап келиватқан тинч окяндики бир қатар дөләтләрни зиярәт қилип, мәзкур дөләт рәһбәрлири билән өткүзгән учришилиридин кейин мухбирларға бәргән баянатида "хитай һечқачан тәйвәнни ишғал қилиш нийитидин, тәйвәнгә қарши һәрбий күч ишлитиштин ваз кәчмәйду. Лекин хитайниң алдирап тәйвәнгә һуҗум қилмаслиқи мумкин. Чүнки хитай һөкүмити тәйвәнниң америкиниң ярдимисизму, хитайға тақабил туруш үчүн тәйяр икәнликини билиду, дегән.

Чин шүйбйән, хитай һөкүмити тәйвәнни бир дөләт сүпитидә етрап қилмиғичә, хитай рәһбәрлири билән учрашмайдиғанлиқини тәкитләп, " хитай һөкүмити, тәйвәнниң бир дөләт сүпитидә мәвҗут болуп туруватқанлиқини етрап қилиши керәк. Тәйвәнниң мәвҗут икәнлики бир реаллиқ" деди.

Хитай һөкүмитиниң тәйвәнни хәлқара сәһнидә ялғуз қалдуруш тәшәббуслирини әйиблигән президент чин шүйбйән хитай һөкүмитини, тәйвән билән дипломатийә мунасивити бар дөләтләрни қоға кәлтүрүш һәмдә тәйвәнниң б д т шундақла башқа хәлқара тәшкилатларға әза болушиниң алдини елиш үчүн елип бериватқан паалийәтлирини қаттиқ тәнқид қилди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.