Тәйвән хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдариниң тәйвәнни зиярәт қилиш илтимасини рәт қилди
2006.09.08
Тәйвән даирилири җүмә күни хитай дөләт кабинти тәйвән ишлар ишханисиниң мудири чен йүнлинниң тәйвәнни зиярәт қилиш илтимасини рәт қилди. Буниңдин бир күн бурун бейҗиң даирилири чен йүнлинниң тәйвәнни зиярәт қилиш пилани бикар қилғанлиқини җакарлиған.
Чен йүнлин, тәйвән гоминдаң партийисиниң тәклипи бойичә бу йил өктәбирдә өткүзүлидиған икки қирғақ йеза игилик йиғиниға қатнашмақчи иди. Әгәр бу әмәлгә ашқан болса, чен йүнлин һазирғичә хитайниң тәйвәнни зиярәт қилған әң юқири дәриҗилик әмәлдари болуп қалатти.
Шинхуа ахбарат агентлиқи пәйшәнбә күни гоминдаң даирилириниң чен йүнлинниң тәйвәнгә тәклип қилиш пиланидин ваз кәчкәнликини вә йеза игилик йиғининиң хитайда өткүзүлидиғанлиқини хәвәр қилди. Чен йүнлинниң илтимаси рәт қилиниш билән биргә тәйвән чоң қуруқлуқ комитети бейҗиң даирилириниң тәйвән билән мунасивитини яхшилаш нийити йоқ, дәп әйиблигән. (Әркин)









