Тәйвән әмәлдарлири америкида хитай мәсилисини оттуриға қойди


2007.02.10

Америкини зиярәт қиливатқан тәйвән чоң қуруқлуқ мәсилилири кеңишиниң рәиси, җозиф ву, пәйшәнбә күни вашингтонда бәргән баянатида, әгәр хитай һөкүмити тәйвәнниң хитай билән бирлишишини халиса, тәйвән хәлқиниң көңлини қолға кәлтүрүш үчүн, хитайда демократик ислаһатни тезлитиши керәк, деди.

Баянатида, тәйвән һөкүмитиниң, хитай билән бирлишиш яки мустәқиллиқ мәсилисидә тәйвән хәлқиниң арзосиға һөрмәт қилидиғанлиқини билдүргән ву, лекин хитай һөкүмитиниң демократийигә қарши һәрикәтлири хитай билән бирлишишни тәйвән хәлқи халимайдиған бир мәсилигә айландурмақта деди.

Ву сөзидә, хитай хәлқиниң, мәтбуат әркинлик, диний вә сиясий әркинлик қатарлиқ әркинликләрдин бәһримән болалмайватқанлиқи, хоң коңдики демократийиниң, бу җайниң бейҗиң һөкүмитиниң һакимийитигә өткәндин кейин, бастурулғанлиқи һәмдә хитай һөкүмитиниң хәлқара сәһнидә тәйвәнгә қарши елип бериватқан тәйвәнни йетим қалдуруш сиясти, тәйвән хәлқини хитай билән бирлишиш хаһишидин күнсери техиму күп йирақлаштуруп, уларни тәйвәнниң мустәқиллиқ йолни таллашқа өндәватиду, деди.

Униң ейтишичә, тәйвәндә мустәқиллиқ мәсилисидә елип берилған рай синашларниң нәтиҗилири тәйвән хәлқиниң мустәқиллиқ йолини таллиғанлиқиниң җанлиқ испати һесаблинидикән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.