Демократийә түзүми мустәбит түзүмни өзгәртәләмду?
2008.01.18
Хәлқниң зулум чекиши яки зулум чәкмәслики иҗтимаий түзүмгә бағлиқ, мустәбит түзүмдики дөләттә хәлқ әркинликтин, кишилик һоқуқидин мәһрум қалдурилиду, мустәбитләр болса өзиниң орнини мустәһкәмләшни ойлайду, хәлқ болса мустәбит түзүмни вә мустәбитләрни өзгәртишни ойлайду. Өзгәртиш мумкинму? бу мәсилә хәлқ ичидә мулаһизә қилиниватқан бир муһим тема.
Төвәндә мухбиримиз вәли бу мәсилә тоғрисида америкидики доктор қаһар баратниң вә тәйвәндики сиясий обзорчиси лин бавхуа әпәндиниң бу һәқтики мулаһизилирини аңлитиду.
Демократийә түзүми мустәбит түзүмни өзгәртәләмду?
Интернет тор бәтлиридики учурлардин мәлум болушичә, хитай һөкүмити һазир қандақ қилип өзиниң мустәбитлик орнини мустәһкәмләшни ойлайду, хәлқ болса мустәбит түзүмни вә мустәбитләрни қандақ қилип өзгәртишни ойлайду. Мустәбит түзүмни қандақ өзгәртиш мәсилиси һазир хәлқ ичидә мулаһизә қилиниватқан бир муһим тема.
Мустәбитләр өзи өзгәрмәй өлди, әмма бәзилириниң әвладлири өзгәрди, бәзилириниң әвладлири техи өзгәрмиди
Америкида туруватқан доктор қарар баратниң баян қилишичә, мустәбитләр бир өмүр өзгәрмәй өлди. Мәсилән :сталин, мавзедоң, җаңкәйшиләр бир өмүр мустәбитликтин қол үзмәй өлди. Әмма җаң кәйшиниң оғли өзгәрди, бу өзгириш америкидин ибарәт демократик дөләтниң тәсиридә барлиққа кәлди.
Мав зедоң билән җаң кәйшиниң һәр иккилиси мустәбит, әмма бу уларниң тутқан йоли охшимайду. Уларниң өмри баштин -ахир бир-бири билән һоқуқ талишип, өз-ара һаят-маматлиқ күриши қилип өтти. Мавниң тутқан йоли коммунизм йоли, җаң ниң әгәшкән йоли демократийә йоли. Җаңниң һакимийити чирикләшкән, шуңлашқа у мәғлуп болди, әмма у америкиниң демократик системисида турғанлиқтин, тәйвән аста- аста демократик дөләткә айланди.
Мустәбитләрниң тәсириниң түгәш-түгимәслики шу дөләттә қандақ түзүм йолға қоюлиши билән мунасивәтлик
Доктор қаһар баратниң қаришичә, мустәбтләрниң тәсири түгәш яки түгимәслики, шу дөләтниң түзүми кейинки вақитта қайси түзүмгә яки қайси йөнилишкә қарап меңиши билән мунасивәтлик. Мав өзиниң әвладлирини коммунизм түзүмидә қалдурди, шуңлашқа мавниң әвладлирида һечқандақ өзгириш болмиди. Җаң өлгәндин кейин, тәйвәндә демократик түзүм тез әвҗ алғанлиқи үчүн униң тәсири тез түгиди.
Мустәбит түзүмниң өзгириши шараит билән вә чәт дөләтниң бесими билән мунасивәтлик
Әркин асия радиосиниң обзорчиси, һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуаниң тәһлил қилишичә, мустәбит түзүмниң өзгириши вә тәсириниң йоқилиши шараит билән вә чәт дөләтниң бесими билән мунасивәтлик. Тәйвәндә җаң ниң әвладлири өзгәргәнлики вә чоң қуруқлуқта мавниң әвладлири һазирғичә техи өзгәрмигәнлики, бу йолға қоюливатқан түзүм билән, шараит билән мунасивәтлик. Мавниң әвладлирини һазир коммунист партийиниң мустәбит һакимийити қоллайду, уларни муһим орунға қоюватиду.
Лин бавхуаниң баян қилишичә, җаң ниң оғли җаң җинго өзгәрди, у демократийә түзүми астида қалған қалған иди, болупму, америка җоңхуа минго билән дипломатик мунасивәтни үзгәндин кейин, қаттиқ ойлашқа мәҗбур болди, бесимға дуч кәлди. Гоминдаң йоқулушқа йүз ләнгәнликини һес қилди. У бундақ һаләтни өзгәртиш үчүн тәйвәнлик йәрлик хәлққә әһмийәт берип, уларниң һемайисигә игә болуп, тәйвәндә туруп қелиш йолиға маңди. Униңдин бурун чоң қуруқлуққа қайтидин һуҗум қилип қайтип кетиш хиялида болған иди. Шуниң билән 'тәйвәнниң намини көтүрүп чиқишқа вә гоминдаңни тәйвәнләштүрүшкә башлиди. Бу вақитта, гәрчә гоминдаңниң мәнпәәтлиригә еришкән гуруһлар ниң )чоң қуруқлуқтин кәлгәнләрниң( қаршилиқиға учриған болсиму, әмма йәнила тәйвәнниң йәрлик күчлириниң өсүп йетилишигә қарита қоюлған чәклимини бошатти.
Лин бавхуаниң баян қилишичә, җаң кәйшиниң 3 - вә 4 - әвладлирида өзгириш техиму чоң болди. Улар тәйвәнниң йәрлик күчлири йетишкә башлиғанда, тәйвәндә имтияздин қелип, канадаға көчүп кәткән иди. Дәврниң өтүши билән, улар демократик дөләтләрдә тәрбийә көрди, бара-бара җаң кәйшигә тоғра қарайдиған болди, һәтта хәлқниң тәйвәнни җаң кәйшидин хали қилиш, җаң һәйкәллирини чеқиш, җәситини йөткәш тоғрисидики тәклипиниму қоллиди. Мана бу муһитниң тәсири. Чәтәлниң бесими. Гитлер фашизимини вә япон милитаризиминиму өзгәртип демократик дөләткә айландурушни америка орунлимидиму!
Мустәбитләрниң тәсиридин қутулуш чәтниң тәсирисиз вуҗутқа кәлгән йәнә бир мисал бар
Лин бавхуаниң ейтишичә, мустәбитләрниң әвладлири чәтәлләрниң бесими яки тәсири болмиған шараиттиму өзгәргән мисаллар ар. Мәсилән, сталинниң қизи. Сталинниң вәһшилики, һәтта өзиниң хотуниғиму рәһимсизлик қилғанлиқи , сталинниң өз қизиниму қаттиқ йиргендүргән. Сталинниң қизи дадисиниң қилмишидин йиргинип мустәбиткә қарши туруш йолиға маңған. У чәт' әлләргә келип тәрбийә көргәндин кейин, мустәбитликкә қарши турушта техиму қәтийләшкән. Әмма мавниң әвладлирини хитайдики һазирқи мустәбит түзүм йөләватиду, имтияз бериватиду. Шуңлашқа улар өзгәрмәйватиду.
Мустәбит ваң лечүәнниң товлиған шуари билән көзлигән мәқсити тамамән өзгичә лин бавхуа әпәнди ваң лечүән һәққидиму тәһлил йүргүзди. Униң баян қилишичә, мустәбитләрниң товлиған шуари билән көзлигән мәқсити тамамән өзгичә. Шинҗаңда коммунист партийиниң әң садиқ ғалчиси ваңлечүәндәк юқири мәнсәбкә еришәлигән адәм йоқ болса керәк. У 'дөләт мәнпәәтини биринчи орунға қоюш' шуарини товлап келиватиду. Ваң лечүән мушу шуар астида, йәрлик хәлқни қанчә рәһимсизлик бастурғансери, коммунист партийә униң мәнсипи шунчә өстүриватиду. Әмәлийәттә униң 'дөләт мәнпәәтини биринчи орунға қоюш' дегини ялған. Малийә гезитидә ашкарилинишичә, шәндоңдики дөләт игиликидики әң чоң енергийә ширкити болған 'лунең ширкити' ниң 70 милярд юәнлик мүлкини үч киши 30 милярд юәнгә сетивалған. Әһвални билидиған кишиләрниң паш қилишичә, уни сетивалғучиниң бири зиң чиңхоңниң, йәнә бири ваң лечүәнниң аилиси. Демәк ваң лечүәнниң 'дөләт мәнпәәти' дегән шуар астида өзигә байлиқ топлаватқини рас. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвәндики гоминдаң партийси көрсәткән президнт кандидати ма йиңҗюниң сайлам елани
- Тәйвәндики сайлам нәтиҗиси мустәқиллиқниң инкариму яки чен шуйбйәнниң инкар қилинишиму?
- Тәйвәндә гоминдаңниң дөләт мүлкини мусадирә қилиш һәққидә аваз қоюш мәсилиси талаш- тартишта
- Тәйвәндә сиясий җинайәтчиләр түрмиси кишлик һоқуқ бағчисиға өзгәртилди
- Ху җинтав билән җорҗ буш телефонда тәйвән мәсилиси үстидә музакирә елип барди
- Тәйвән һөкүмитиниң җаң кәйшини улуқлашни ахирлаштуруш тәдбири бүгүн йәнә гоминдаңчиларниң қаршилиқиға учриди
- Тәйвән, бир хитай адвукатиниң дуня сода тәшкилати әрз сунуш органи әзалиқиға қарши чиқти
- Тәйвән хәлқи 'уйғур 12 муқами' ни тәқәззалиқ билән күтмәктә