Тәйвән һәрбий маневирда аваздин тиз учидиған башқурулидиған бомбисини намайән қилди


2008.01.24

Тәйвән парламентида көп санлиқ орун тәйвәндики милләтчи партийә‏ - гоминдаң партийисиниң қолиға өткәндин кейин гоминдаң партийисиниң рәһбири ма йиңҗю әгәр бу йил 3- айда өткүзилидиған президентлиқ сайлимида ғәлибә қилип президент болуп сайлинип қалса , хитай билән тәйвән арисида бивастә қатнайдиған йолучилар айропиланиға йол ачидиғанлиқини вә хитай билән башқа мунасивәтләрни күчәйтиш тоғрисида өз мәйданини ипадилигән иди.

Һалбуки , тәйвән дөләт сияситидә чоң өзгиришләр болуш еһтималлиқи туғулуватқан вә көзәткүчиләр арисида тәйвән мустәқиллиқ ғайисидин ваз кәчкән охшайду дегәндәк шүбһилик пикирләр мәйданға келиватқан пәйтләрдә , тәйвәндә дөләт мудапиәсини күчәйтиш вә хитайниң тәйвән боғузида барғанчә күчәйтиватқан һәрбий тәсиригә үнүмлүк тақабил туруш үчүн тәйвән даирилири башқурулидиған бомба техникисини техиму илғарлаштуруш вә һава, деңиз вә қуруқлуқтин ибарәт үч хил армийисиниң бирликтә җәң қилиш иқтидарини ашуруп, хитай азадлиқ армийисиниң һуҗумиға инкас қайтуруш шәклидики һәр хил тәйярлиқ хизмәтлирини күчәйткән болуп, бүгүн тәйвәндә өткүзүлгән шу хилдики бир һәрбий маневир буниң типик мисалидур .

Мәзкур бомбиниң етиш арилиқи 200 кило метир болуп чоң типитики һәрбий парахотлар әтритигә зәрбә бериш иқтидариға игә

23-24- январ күнлири тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи, үч хил армийә бирликтә иштирак қилған икки кунлук бир һәрби маневир өткүзгән болуп, америка авази радиосиниң тәһлилчиләрниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, тәйвән армийилириниң һәмкарлишип җәң қилиш иқтидари диққәтни алаһидә тартидиған болуп, тәйвән бу хилидики маневир арқилиқ өзиниң һәрбий техникини яхшилашни мәқсәт қилған . Униңдин башқа, тәйвән бу нөвәт өткән йили ясап чиққан башқурулидиған бомбилирини синақ қилиш басқучиға киргәнликидин бишарәт бәргән.

Тәйвән өткән йилидики дөләт байримида, өзи тәтқиқ қилип ясап чиққан аваздин тиз учидиған шюңфең ( дәһшәтлик боран) 3 типлиқ башқурулидиған бомбисини параттин өткүзгән. Мәлум болушичә, мәзкур бомбиниң етиш арилиқи 200 кило метир болуп чоң типитики һәрбий парахотлар әтритигә зәрбә бериш иқтидариға игә икән.

Америка авазида тәйвән деңиз армийә парахот әтрити қоманданлиқ штабиниң мудири лю ренҗиниң ейтқанлирини нәқил елип көрситишичә, у һазир шюңфең 3 типлиқ башқурулидиған бомбиларниң тәйвәнниң гав шюң районидики оң қанат һәрбий портиға җайлашқан муваппәқийәт алий дәриҗилик чарлиғучи парахотлириға сәплинип болғанлиқини , һазир синақ қилиш басқучиға өткәнликини билдүргән.

Тәйвән қуруқлуқ вә һава армийилириниң җәң қилиш иқтидари хитайниңкидин нәччә һәссә үстүн

Хәвәрдә көрситишичә, маневирниң иккинчи күни йәни пәйшәнбә күни, гавшюңдики сол қанат һәрбий портида деңиз йүзидә су асти парахотлириға қарши туруш маневири елип берилған болуп, буниңда тәйвәнниң һуҗумчи , қоғдиғучи, су минаси тазилиғучи вә башқурулидиған бомба орунлаштурулған тиз сүрәтлик катер вә су асти парахотиға қарши тик учар қисимлиридин ибарәт қисимларниң маслишип җәң қилиш иқтидарини намайән қилған болса, биринчи күнидики маневирда гавшюң базидики қуруқлуқ қисимлири броневикчилар қисими 564 бригадиси хитай азадлиқи армийисиниң туюқсиз һуҗумиға қарши туруш мәшиқи елип барған. Буниңда тәйвән өзи ясап чиққан броневик вә тик учар вә зәмбирәкләрни ишқа салған.

Дөләт мудапиә тәқризи айлиқ журнилиниң баш муһәррири пинокофниң америка авазиға билдүрүшичә, тәйвәнниң қуруқлуқ қисимлириниң қораллири бир аз қалақ болуп, әмма қуруқлуқ вә һава армийилириниң маслишип җәң қилиш иқтидари хитай азадлиқ армийисиниңкидин нәччә һәссә үстүн вә уруш мәйданниң әһвалини контрол қлиш иқтидари интайин күчлүк икән.

Дәрвәқә, б б с да көрситишичә, тәйвән дөләт бихәтәрлики кеңишиниң баш катипи ке чеңхең, һазир хитай тәйвән боғузида су асти һәрбий парахотлириниң паалийити қетим санини көпәйтиш арқилиқ тәйвәнни " хитай деңиз тәвәсидики район" ға айландуруш мәқситиниң барғанчә ашкарилиниватқанлиқини, шуңа тәйвәнниң өз алдиға башқурулидиған бомба техникисини йеңилап хитайниң иғвагәрчиликигә тақабил туруши керәкликини билдүргән.

Ке чеңхең японийиниң "тиҗарәт хәвәрлири" ахбарат агентлиқиниң зияритини қобул қилғанда, хитай парахот әтрәтлириниң японийә, тәйвән вә сингапор араллири тизмилиридин өтүш қетим саниниң барғанчә көпәйгәнликини, бу 1990- йиллардики йилға бир яки икки қетим болған болса өткәнки икки йил мабәйнидә 5- 6 қетимға йәткәнликини көрсәткән.

У хитай су асти парахотлириниң һәрикәт даирисини өз чегириси сиртидики окянларғичә кеңәйтишидики мәқсәтниң әгәр тәйвән боғузида җиддий әһвал юз бәргән пәйттә, америка авиаматка әтиритиниң ярдәмгә келишини чәкләш икәнликини билдүргән.

Шәрқи асия тәһлилчиси доктур әркин әкрәмниң билдүрүшичә, тәйвәнниң һазирқи һәрбий күчи хитай азадлиқ армийисиниң һуҗумлирини үнүмлүк тосуш вә ғәлибә қилиш иқтидариға игә болсиму, әмма хитай билән узун муддәт җәң қилишқа қурби йәтмәйдикән.

Тәйвән мудапиә вә қайтурма һуҗум иқтидарини өстүрүши керәк

Ке чеңхең, тәйвәнниң америка һәрбий қисимлириниң ярдәмгә келишини күтүп туралмайдиғанлиқини, шуңа тәйвән чоқум башқурулидиған бомба, радар вә һәрбий айродром техникилирини илғарлаштуруп, мудапиә вә қайтурма һуҗум иқтидарини өстүрүши керәк икәнликини оттуриға қойған.

У йәнә , тәйвәнниң иқтисади җәһәттә хитай билән хели чоңқур мунасивәткә игә болсиму , әмма бихәтәрлик җәһәттә хәвпсирәйдиғанлиқини, хитайниң һәр заман туюқсиз һуҗум қелишиға тақабил туруш үчүн өзиниң һәрбий иқтидари вә қорал-ярақлириниң техникисини йеңилашқа мәҗбур икәнликини оттуриға қойди.

У йәнә шу сәвәбтин тәйвәнниң һәр йили шу хилдики техникиларни йеңилашқа көп куч сәрп қилидиғанлиқини вә һәрбий маневирларни бир-икки қетим өткүзуп туридиғанлиқини һәмдә хитайға "бизниңму һәрбий күчимиз бар" дегән учурни йәткүзүшни мәқсәт қилидиғанлиқини көрсәтти.

Һазир тәйвән 3 һәрбий базисиға америкиниң "вәтәнпәрвәр 2 типлиқ " башқурулидиған бомба сестимсини орунлаштурған болуп, тәйвән йәнә америкиниң "вәтәнпәрвәр 3 типлиқ" бомбисини сетивелишқа теришиватиду.

Униңдин башқа 2007- йили 9- айда америка тәрәп тәйвәнгә 12 данә п к3 типлиқ разветка айропилани сетип беришкә қошулған болуп, мутәхәссисләрниң бирдәк қаришичә, тәйвән бу қоралларға еришкәндин кейин , өзиниң хитай азадлиқ армийисигә зәрбә бериш вә униңға қарши қайтурма һуҗумға утуш иқтидарини үнүмлүк өстүрәләйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.