Тәйвән, башқурилидиған бомбиға қарши қорал сетивелишниң муһимлиқини тәкитлиди
2005.03.21
Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи дүшәнбә күни, хитай чоң қуруқлиқидин келидиған һәрбий тәһдидкә тақабил туруш үчүн, тәйвәнниң америкидин башқурулидиған бомбиға қарши қорал сетивелишқа җиддий еһтияҗлиқ икәнликини билдүрди.
Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи парламентқа сунған доклатида, “хитай чоң қуруқлиқи 2014 - йили 12 данә чарлиғучи башқурилидиған бомба билән тәйвәнниң сиясий, иқтисадий вә һәрбий мәркизигә һум қилиши мумкин" дәп көрсәткән.
Дөләт мудапиә министирлиқи йәнә тәйвәнниң буниңға тақабил туруши үчүн кәм дегәндә нәччә он "вәтәнпәрвәр" типлиқ башқурилидиған бомбиға қарши башқурилидиған бомба ишлитишкә тоғра келидиғанлиқини билдүргән һәмдә тәйвәнни қоғдаш үчүн америкидин 300 данидин артуқ башқурилидиған бомба сетиливешқа иһтияҗлиқ икәнликини тәкитлигән.
Тәйвән дөләт мудапиә минситирлиқиниң америкидин 15 милярд 500 милйон долларлиқ башқурилидиған бомба вә су асти парахуди қатарлиқ қоралларни сетивелиш пилани музакирә қилиниватқан болуп, тәйвән мәмурий мәһкимиси өткән чаршәнбә күни бу қорал содисини мақуллиған. Бирақ мәзкур қорал содиси тәйвән парламентиниң мақуллиқидин өткәндә андин әмәлгә ашиду.
Бу арида, тәйвән "әркинлик вақти гезити" ниң хәвәр қилишичә, тәйвән билән сингапор 3 - айниң ахиридин 4 - айниң башлириғичә, тәйвәнниң җәнубий қисмида бирләшмә һәрбий маневир өткүзмәкчи болған. Бу, хитай һөкүмитиниң қаттиқ ғәзипини қозғиши мумкин икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ни әйиблиди
- Әгәр бейҗиң "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни чиқарса, тәйвән икки қирғақ сияситини қайта көздин кәчүриду
- Хитай рәһбәрлири тәйвәнни бир җуңго принсипини етирап қилишқа үндиди
- Тәйвән җав зияңниң өлүмидин кейин хитайда сиясий ислаһат елип бирилишини тәләп қилди
- Хитай тәйвәнниң мустәқиллиқиға қәтий йол қоймайдиғанлиқини тәкитлиди