Чен шүйбйән, бөлүнүшкә қарши қанунниң икки қирғақни техиму йирақлаштуридиғанлиқини билдүрди
2005.01.30
Тәйвән президенти чин шүйбийән, бейҗиң һөкүмити пиланлаватқан" бөлүнүшкә қарши қануни" ниң пәқәт икки қирғақни техиму йирақлаштуруп, техиму парчилайдиғанлиқини билдүрди. У бу сөзни йәкшәнбә күни җәнубий тинч окяндики соломон тақем араллирини зиярәт қилғанда ейтқан.
Чин шүйбийән сөзидә хитайни агаһландуруп," әгәр бейҗиң бөлүнүшкә қарши қанунни йүргүзсә, бу қорал күч билән тәйвәнниң һазирқи һалитини өзгәртишкә урунғанлиқ . Бу шундақла " тәйвән мунасивәтләр қануни" вә америка, япунийиниң бихәтәрлик келишимлиригә риқабәт елан қилғанлиқ .Тәйвән хәлқи буниңға қарши, бесивелишқа қарши қанунни чиқириши вә яки омомий хәлқ райини синаш елип бериши мумкин" деди.
Хитай даирилири өткән йилиниң ахири," бөлүнүшкә қарши қанун лаһийиси" ни оттуриға қоюп, уни бу йилқи мәмликәтлик хәлқ қурултийи омоми йиғининиң музакирә қилишиға сунушни қарар қилған иди. Тәйвән президенти чин шүйбийән хитайниң " бөлүнүшкә қарши қануни" ға қәтий қаршилиқ билдүрүп кәлгән.
Буниңдин сирт, шәнбә күни тәйвән билән бейҗиң оттурисида, чаған байрими мунасивити билән көтүригә елинған бивастә йолучилар айрупилани рәсмий қатниди. Бу 1949 - йили тәйвән билән хитай чоң қуруқлиқи бөлүнгәндин боян, түнҗи қетим бивастә айрупиланниң қатниши болуп һисаблиниду. Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, чаған мунасивити билән ечилған икки тәрәпниң бивастә һава йоли қатниши 2 - айниң 20 - күнигичә давам қилидикән. (Арзу)
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" чиқиришиға қарши турди
- Чин шүйбйән йеңи йил нутуқида икки қирғақ мунасивити һәққидә тохталди
- Ху җиңтав йеңи йил нутуқида тәйвәнни агаһландурди
- Хитай "бөлүнүшкә қарши қанун лайиһиси" ни 3 -айда қарарлимақчи
- Тәйвән, хитайниң бөлүнүшкә қарши қанунини бир күшкүртүш дәп көрсәтти
- Хитайниң омумий хәлқ қурултийи киләр йили бөлүнүшкә қарши қанунни музакирә қилиду
- Тәйвән даирилири хитайниң бөлүнүшкә қарши қанун лаһийисини оттуриға қойғанлиқини қаттиқ әйиплиди
- Тәйвән парламент сайлиминиң нәтиҗиси елан қилинди