Сәншида такси шопурлири иш ташлиди
2005.10.14
Хитайниң сәнши өлкиси линфен шәһиридә 3000 дин артуқ такси шопури чаршәнбә күндин башлап бир қанчә күндин бери иш ташлаш вә йиғилиш өткүзүш һәрикити елип берип, шәһәрлик һөкүмәтниң содигәрләр билән бирлишип, гуванамисиз таксиларниң тиҗарәт қилишиға йол қойғанлиқини әйиблиди. Шуниң билән биргә қатнаш сақчилириниң такси шопурлириға қалаймиқан җәриманә қойғанлиқиға наразилиқ билдүргән.
Хоңкоңда чиқидиған "вен хуй" гезитиниң хәвәр қилишичә, иш ташлиған шопурлар йолларға тосақ қойған. Ғәзипини басалмиған бәзи такси шопурлири гуванамисиз тиҗарәт қиливатқан такси вә рикшичиларға һуҗум қилған.
Вәқәни өз көзи билән көргүчиләрниң әскәртишичә, җүмә күни йиғилиш һәрикәтлири ахирлашқан болсиму, әмма иш ташлаш давам қилмақта.
Бу арида линфен шәһәрлик һөкүмәт җиддий уқтуруш тарқитип, такси шопурлирини дәрһал ишқа чүшүшкә чақирип, сақчиларниң қалаймиқан җәриманә қоюш, гуваһнамисиз такси вә рикшилар үстидин тәртипкә селиш елип баридиғанлиқини җакарлиған.
Хитайда пуқраларниң иҗтимаий адаләтсизликкә қарши наразилиқи күндин- күнгә күчийип, намайишлар компартийә рәһбәрлирини биарам қилишқа башлиған иди. Бу мәсилә йеқинда чақирилған компартийә мәркизий комитетиниң омуми йиғинида оттуриға қоюлған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чоңчиң тегаң ишчилириниң намайиши бастурулди вә икки адәм өлди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайдин яв фушинни қоюп беришни тәләп қилди
- Хоңкоңда зең чиңхоңға қарши намайишлар өткүзүлди
- Хитай деһқанлири ашлиқ елан қилип йәрлик һөкүмәткә наразилиқ билдүрди
- Хитай даирилири әскәрләрниң намайишқа чиқишини чәклиди