Тәйвән хитайни тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға киришигә тосқунлуқ қилғанлиқи билән әйиблиди


2006.01.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Тәйвән даирилири бейҗиң һөкүмитини тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатида көзәткүчилик салаһийитини қолға кәлтүрүшигә тосқунлуқ қилған дәп күчлүк әйиблиди.

Тәйвән ташқи ишлар министирлиқи шәнбә күни бу һәқтә елан қилған баянатида, хитай рәһбәрлири тәйвән арилидики 23 милйон кишиниң сағламлиқи вә бәхт-саадитигә зиянкәшлик қилди дәп көрсәткән.

Баянатта йәнә, "бейҗиң даирилири бир тәрәптин тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға киришигә тосқунлуқ қилса, йәнә бир тәрәптин тәйвәнгә сахтилиқ билән мүшүк ейиқ совға қилип, икки йүзлимичилик қилған" дәп йезилған. Хитай һөкүмити тәйвәнни әзәлдин хитайниң бир өлкиси дәп қарап кәлгәчкә, тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға охшаш чоң хәлқаралиқ тәшкилатларға әза болишиға тосқунлуқ қилип кәлди.

Б д т ниң сәһийә тәшкилати иҗраийә комитети өткән җүмә күни, тәйвәнниң бу йил 5‏- айда ечилидиған дуня сәһийә тәшкилати йиғиниға көзәткүчи салаһийитидә қатнишиш тәливини рәт қилғанлиқини җакарлиди. Тәйвән даирилири, хитай һөкүмитиниң дуня сәһийә тәшкилатиға күчлүк бесим ишләткәнлики сәвәбидин, тәйвәнниң бу тәливиниң рәт қилинғанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.