Әнглийә тәтқиқат орни: хитайниң һәрбий күчи, асия дөләтлиригә тәһдит


2005.10.26

Баш шитаби лондондики хәлқара истратегийә тәтқиқат орни йеқинда йиллиқ "һәрбий тәңпуңлиқи доклати" ни елан қилип, "хитай армийисиниң заманивелишиши, шәрқий асия дөләтлирини әндишигә салмақта" дәп билдүрди.

Доклатта, хитайниң һәрбий заманивелишиши вә ислаһатиниң шәрқий вә шәрқий шималий асия дөләтлири үчүн муһим мудапиә бихәтәрлик мәсилиси боливатқанлиқи йезилған.

Доклатта көрситилишичә, хитай нөвәттә һәрбий күчини актипчанлиқ билән кеңәйтиватқан болуп, келәр йилиғичә болған мәзгилдә хитайниң тәйвән арилиға тоғрилап қойған башқурилидиған бомбисиниң сани 1000 ға йетидикән. Буниңдин сирт йәнә, хитай азадлиқ армийиси һәрбий күчини мәқсәтлик һалда деңиз сиртиғичә кеңәйткән.

Хәлқара истратегийә тәтқиқат орни бу йиллиқ доклатида йәнә, хитайниң һәрбий күчини кеңәйтиши тәйвәннила нишанлиған болмастин, һәтта деңиз саһилини һалқиған һуҗум қилиш иқтидариниңму тез тәрәққий қиливатқанлиқини язған.

Доклатта йәнә, хитай һөкүмитиниң русийә билән болған һәрбий һәмкарлиқини күчәйтиватқанлиқини вә бундақ қилиш арқилиқ хитайниң оттура асиядики тәсир даирисини кеңәйтип америкиниң бу йәрдики тәсирини кичиклитишни мәқсәт қилғанлиқини оттуриға қойған.

Хитайниң қораллиқ қисим омумий әскәр күчи 2 милйон 225 миң киши болуп, буниң арисида қуруқлуқ армийә әскири 1 милйон 600 миң, деңиз армийә әскири 225 миң вә һава армийә әскири болса 400 миңға йетидикән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.