Тәйвән дөләт мудапиә министири хитайдин келидиған 10 чоң тәһдитни қияс қилди
2006.03.15
Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи йеқинда , тәйвән дөләт турғузуш мәһкимисигә доклат сунуп, тәйвән дөләт бирлики комитети вә программисини бикар қилғандин кейин, хитай һәрбий тәрәпниң кәлгүсидә 10 хил усулда тәйвәнгә һәрбий тәһдит ишлитиши мумкинликини оттуриға қойди.
Доклатта хитайниң, тәйвән боғизиниң бир қисим җайлирини тақаш, қәрәллик һалда уруш айрупиланлири билән тәйвән боғизини чарлаш яки атом бомбисини синақ қилиш, хитай айрупиланлири яки парахотлирини икки қирғақ арисидики оттура сизиқтин һалқитиш һәтта алаһидә қисим әтрәтлиридә тәйвән рәһбәрлирини сүйқәст қилип өлтүрүш мәшқлирини елип беришқа охшаш бир йүрүш усуллар билән тәйвән һөкүмитиниң ирадисигә тәһдит қилиши мумкинлики көрситилгән.
Дөләт мудапиә министири доклатида йәнә, "хитай һөкүмити тәйвәнгә қаритилған һәрбий мәшқләрни көпәйтип, йеңи типтики қораллирини көрситиш арқилиқ вәзийәтни җиддийләштүриши мумкин. Һәтта ишпйонларни селиш вә компютер қара меһманлири арқилиқ тәйвән һакимийитигә зиянкәшлик қилиши мумкин" дәп язған.
Дөләт мудапиә министирлиқиниң бу доклатиға қарита қанун турғузуш мәһкимисидики гоминдаңчилар гуман билән қарап, бу доклатни бир аз мубалиғә қиливетилгән дәп көрсәтти. Тәйвән дөләт мудапиә министири ли җйе гәрчә һазир хитайниң тәйвәнгә қарита бинормал һәрикити көрүлмисиму, лекин тәйвәнниң һәр даим урушниң алдини елишқа тәйяр туруши вә бу җәһәттики һушярлиқни юқири көтириши зөрүрликини ейтти. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән бейҗиң даирилирини " ғайивий бир җуңго принсипи" дин ваз кечишкә чақирди
- Хитай сиясий мәслиһәт кеңишиниң мәмликәтлик йиғини тәйвән һөкүмитини агаһландурди
- Хитай хәлқ қурултийи йиғинида тәйвән мустәқиллиқи агаһландурулди
- Хитай чен шүйбйәнгә һәрбий маневир билән җаваб бәрмәкчи
- Хитай тәйвәнниң дөләт бирлики комитетини бикар қилишини әйиблиди









