Америка: хитайниң қорал - ярақлар кеңәймичилики дуняға тәһдит


2006.09.15

Америка әмәлдарлири хитайни лүкчәк дөләтләргә халиғанчә қорал - ярақ сатмақта, дәп әйиблиди вә хитай био - химийилик қоралларни тәрәққи қилдуруватиду, дәп гуманлинидиғанлиқини билдүрди.

Америка ярдәмчи дөләт мудапиә министири петир родман, хитайниң бу һәрикити бурниниң учунила көргәнлик, дәп тәнқидлигән. Родман, пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисиниң хитай - америка иқтисади вә бихәтәрлик көзитиш комитетида гуваһлиқ берип, хитайниң шималий корийә вә иранлар билән болған мунасивитини қайта көздин кәчүрүшкә чақирди вә бу дөләтләргә халиғанчә қорал - ярақ сатмаслиқни тәләп қилди. У, "хитайниң һәрикити йирақни көрәлмигәнлик вә хәтәрлик " дәйду.

Йиғинда, америка ярдәмчи ташқи ишлар министири паула де саттер, америкиниң хитайдин "көп хил иқтидарға игә" био-химийилик қоралларни тәрәққи қилдуруватиду, дәп гуманлинидиғанлиқини вә хитайниң қирғучи қоралларни контрол қилиш вәдисигә әмәл қилиш сәмимийитидин гуманлинидиғанлиқини билдүрди.

У, "биз хитайниң қорал - ярақларниң кеңийишигә тутқан муамилисидин үмидсизлиниватимиз шундақла хитай һөкүмитиниң қирғучи қоралларни контрол қилиш мәсилисидики мәсулийәтчанлиқидин әнсирәватимиз " деди. Америка бурун иранға һәрбий техника сатқан бәзи хитай ширкәтлирини җазалиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.