Чен шүйбйән, хитай дөләт рәиси ху җинтавни тәйвәнгә тәклип қилди
2005.05.03
Тинч окяндики маршал тақим араллирини зиярәт қиливатқан тәйвән президенти чен шүйбйән, сәйшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтавни тәйвәнгә зиярәткә тәклип қилип, икки қирғақниң 1992 - йили "бир җоңго" мәсилисидә ортақ тонушқа кәлгән - кәлмигәнликини айдилңлаштурушқа чақирди.
Чен шүйбйән, хитай чоң қуруқлуқиниң тәйвән билән 92 - йили "бир җоңго" мәсилисидә ортақ тонушқа кәлгән, дәп қарайдиғанлиқини әскәртип, 92 - йилдики ортақ тонуш дегәнлик мәвҗут әмәс, дәп көрсәткән. Чен шүйбйән ху җинтавни тәйвәнгә келип тәкшүрүш елип беришкә, әгәр 92 - йилдики ортақ тонуш мәвҗут болмиса, буниңдин кейин бу мәсилини тилға алмаслиққа чақирған. У, бейҗиң даирилириниң тәйвәнгә мүшүк ейиқи соға қилғанлиқи һәққидә тохталди. У мундақ дәйду: "мүшүк ейиқ қиммәтлик һайван, буниңда хәлқара әһдинамиларға хилаплиқ қилмаслиқ керәк. Мүшүк ейиқ соға қилиш бирликсәпкә бағлап чүшүндүрүлидиған мәсилә болмаслиқи керәк."
Бу арида хитай компартийиси тәйвән ишлар ишханисиниң муавин мудири ваң зәйши, мүшүк ейиқ соға қилиш тәйвәнкликләрни қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилмайдиғанлиқини билдүргән. У, тәйвән даирилириниң тосалғу пәйда қилмаслиқини үмид қилди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ваң зәйши, әгәр чен шүйбйән вә униң демократийә тәрәққият партийиси мустәқиллиқтин ваз кәчмисә, бейҗиңниң чен шүйбйән вә униң партийиси билән сөһбәт елип бармайдиғанлиқини тәкитлигән. Әмма бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ху җинтав чен шүйбйәнниң тәклипини рәт қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән презденти хитай билән сөһбәт өткүзүшкә тәйярлиқини билдүрди
- Чен шуйбйән, бейҗиң даирилири билән сөһбәт өткүзүшни тәшәббус қилди
- Чин шүйбйән " бир дөләт , икки хил түзүм" ни рәт қилди
- Хитай билән филиппин бир йерим милярд долларлиқ сода келишими түзди
- Тәйвәндики гоминдаң партийисиниң рәһбири лйән җән ху җинтав билән учришиду