Бейҗиң сақчиларға терроризмға қарши туруш тәлим тәрбийиси елип берилмақта
2006.04.28
Җоңго даилириниң җүмә күни елан қилишичә, пайтәхт бейҗиңда 4000 дин артуқ сақчиға 2008 - йили өткүзүлидиған бейҗиң олимпик тәрбийә йиғини җәрянида йүз беридиған тасадипий "террорлуқ вәқәлири" гә қарши туруш тәлим тәрбийиси елип берилишкә башлиди.
Шинхуа ахбарат агентлиқи сақчиларниң гөрүгә елинғанларни қутқузуш қатарлиқ түрләр бойичә 2 йиллиқ тәлим тәрбийә мәшиқи елип баридиғанлиқини вә енглиз, франсуз, герман, әрәб тиллирини өгиниш тәләп қилинидиғанлиқини билдүрди.
Хәвәрдә әскәртишичә, бейҗиң шәһәрлик парткомниң муавин секретари чяң вей, тәлим тәрбийә елип бериштики мәқсидини "олимпик йиғини җәрянида йүз беридиған тасадипий вәқәләрниң алдини елиш вә бир тәрәп қилиштур. Бизниң террорлуққа қарши күчлүк бир қошунға иһтияҗимиз бар," дәйду. Лекин бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, бейҗиң олимпик йиғининиң бихәтәрлики мәсилиси 11 - сентәбир вәқәсидин кейин елип берилған атена олимпик йиғини яки салт лейк шәһиридики қишлиқ олимпик йиғининиң әксинчә, хәлқара җәмийәт әндишә қиливатқан мәсилә әмәс.
Бирләшмә ахбарат агентлиқи, бейҗиң даирлириниң пилани фалунгоң муритлирини чәкләш вә бейҗиң даирилирини биарам қиливатқан шәрқий түркистан күчлиригә қаритилғанлиқини билдүрди.
Бейҗиң олимпик йиғинини тәшкиллигүчиләр, олимпик йиғининиң елан сәнәт, тарқитиш вә ахбарат ишлирини америкиниң Hill and Knowlton ширкитигә өткүзүп бәрмәкчи болған. Лекин бирләшмә ахбарат агентлиқиниң тәкитлишичә, бу ширкәт бир тәрәптин җоңгониң образини тикләш, йәнә бир тәрәптин җоңгониң ички вә хәлқара мәтбуатларни чәкләш һәрикитигә дуч кәлмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Олимпик комитетиниң рәиси хитайниң кишилик һоқуқ әһвалиға көңүл бөлди
- Хитай хәлқ қурултийи б д т ниң террорчилиққа қарши туруш әһдинамисини музакирә қилиду
- Хитай террорчилиққа қарши қанун чиқиришқа тәйярланмақта
- Хитай, террорчилиққа қарши туруш вә топилаңдин мудапиәлиниш әтрәтлирини қурди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: бейҗиң олимпик йиғини хитай кишилик һоқуқни яхшилаш үчүн бир пурсәт