Хитай бейҗиң олимпик һәрикити террор тәһдитигә дуч келиватқанлиқини билдүрмәктә


2007.09.11

Хитай җамаәт хәвпсизлик министири җу юңкаң дүшәнбә күни бейҗиңда өткүзүлгән бир қетимлиқ бихәтәрлик йиғинида, террорчилиқ келәр йили бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик тәнһәрикәт йиғини үчүн әң чоң тәһдит дәп көрсәткән һәмдә елип берилғуси һуҗумларниң алдини елиш үчүн, хәлқара җамаәтни техиму йеқиндин һәмкарлишишқа чақирған.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай җамаәт хәвпсизлик минситири җу юңкаң йеғинда қилған сөзидә," гәрчә бейҗиң олимпик йиғини үчүн бихәтәрлик вәзийити асасән турақлиқ болсиму, биз йәнила террорчилиқ, бөлгүнчилик вә әсәбий диний күчләрниң қаршилиқ һәрикәтлиригә дуч кәлмәктимиз" дегән.

Мутәхәссисләр, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини җәрянида террорлуқ һуҗуми еһтималлиқиниң наһайити аз икәнликини билдүрмәктә. Лекин хитай һөкүмити узундин бери, уйғур елидә уйғур мусулманлириниң мустәқиллиқ һәрикити тәһдитигә дуч келиватқанлиқини тәкитлимәктә.

Гәрчә хитай һөкүмити, 2008‏- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида , террорчилиқни әң чоң тәһдит дәп көрситиватқан болсиму, әмма хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайда он йилдин бери һечқандақ җиддий террорлуқ паалийити йүз бәрмигәнликини, хитай һөкүмитиниң болупму уйғурларға қаратқан бастуруш һәрикитини хәлқара җамаәткә һәқлиқ көрситиш үчүн, террорчилиқни һелиму әң чоң тәһдит дәп оттуриға қоюватқанлиқини тәкитлимәктә.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хоңкоңдики тәтқиқатчиси николас биколинниң ейтишичә, , хитай һөкүмити хәлқара кишилик һоқуқ қанунлириниң қоғдиши астидики паалийәтләрниму, террорлуқ паалийәтлири дәп көрсәтмәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.