Пакситан хитайдики меһманханиларға қаритилған террорлуқ һоҗум тәһдити һәққидики учурни тәкшүрмәктә
2005.11.24
Пакистан бихәтәрлик қисимлири, хитай һөкүмитиниң тәлипи бойичә намәлум гуруһларниң хитай вә хоңкоңдики меһманханиларға террорлуқ һоҗум қозғаш тәһдити салғанлиқи һәққидики учур үстидин тәкшүрүш елип бармақта.
Пакистан даирилириниң билдүрүшичә, үч һәптә аввал, хитайниң карачидики консулханисиға " әли " исимлик бирсиниң намид &# xFE8D; бир тәһдит хети факис қилинған. Арқидин америкиниң бейҗиңдики әлчиханиси, пуқралирини һошярлиқни өстүрүш һәққидә агаһландуруш хети чиқарған иди. Кийин хитай вә америка даирилири бу учурниң мәнбәсиниң ениқ әмәсликини көрситип, бу уқтурушни қайтурувалған.
Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, пакистан тәкшүргүчилири нөвәттә бу тәһдитниң шәрқий түркистан ислам һәрикити дегән тәшкилат билән алақиси болуши мумкинликидин гуманланмақта икән. Пакистан ахбарат даирилири, пакситанда уйғур елидин кәлгән аз бир қисим диний пидаийларниң барлиқидин хәвәрдар икәнлики вә пат арида уларниң па &# xFE8B;алийәтлирини йиғуштуридиға &# xFEE7;лиқини билдүрди.
Пакистан һөкүмити илгири пакистандики уйғур мусапирханилирини тақап, пакистанда диний тәлим- тәрбийә еливатқан уйғур оқуғучилар вә башқа уйғурларни хитай һөкүмитигә қайтуруп бәргән. Хитай һөкүмити уларниң қисмәнлиригә еғир җаза бәргән иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, америка консулханисиға қаритилған террорлуқ тәһдит үстидин тәкшүрүш елип бериватқанлиқини билдүрди
- Америка, хитайда террор тәһдиди тоғрисида агаһландурди
- Америка әлчиханиси террорлуқ һуҗум һәққидики уқтурушини қайтурувалди
- Хитай, америка әлчиханисини исламий күчләрниң һуҗум қилиш еһтималлиқи билән агаһландурди
- Хитайниң пакистандики әлчиханиси тәһдит хети тапшурувалған