Һөкүмәткә әрзини аққузалмиған деһқанлар өзлириниң һоқуқини қоғдаш үчүн тәшкиллинишкә башлиған
2006.11.29
Мәркизи агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайда йеқинқи йиллардин буян җайларда йүз бәргән йәр игиләш мәсилисидин һәрхил тоқунушлар партлиди. Деһқанлар һөкүмәткә әрзини аққузалмиғандин кейин, әрзийәтчиләр тарқақ һалда әрз сунуштин топлишип әрз сунушқа йүзләнди. Һазир бундақ шәкил тәрәққи қилип, әрзийәтчиләр өзлири пул топлап 'земин қоғдаш вәкили' яки 'земин қоғдаш әтрити' яки 'деһқанларниң һоқуқини қоғдаш җәмийити' тәшкилләп, йәр игилигүчиләргә қарши йәр-земин уруши қилишқа башлиди. Бундақ тәшкилатлар һазир чоң ширкәтләрдин, һәтта партийә ичидинму әза топлашқа башлиди.
Шәнши өлкисидики земин қоғдаш тәшкилатиниң әзаси җу җүнбяв мәркизи агентлиқиниң мухбириға 'бурун деһқанлар селиқни йәңгиллитиш үчүн дава қилатти, деһқанлар иш еғир кәлсә яки қейинчилиқ тартса көтиривириду, әмма һазир йәр -земинидин мәһрум қелип турмуш мәнбәсидин айрилип қалди. Деһқанлар әмди буни һәргиз көтүрмәйду' дегән. Һөкүмәтниң 'йерим айлиқ сөһбәт 'дегән журнилида баян қилинишичә, һөкүмәт һазир әнхүй, җяңсу, җеҗяң, хенән, сичуән, шәнши қатарлиқ өлкиләрдә пәйда болуватқан йәр-земинни қоғдаш тәшкилатлириниң қаршилиқ көрситиш шәкиллиригә алаһидә диққәт қилмақта. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай өлкилиридә, бир нәччә күн ичидила 85 нәпәр кан ишчиси қаза қилди
- Русийә билән хитай оттура асияниң нефитини талашмақта
- Хитай билән пакистан әркин сода келишими имзалиди
- Моңғулийә баш министири уйғур аптоном районини зиярәт қилди
- Хитай сот мәһкимиси җасуслуқ билән әйибләнгән хоңкоң мухбириниң әрзини қобул қилишни рәт қилди