Хитай мәтбуат тәшвиқатини күчәйтиш арқилиқ хитайни хәлқара җамаәтчиликкә тоғра тонутушни тәшәббус қилди


2006.12.28

Мәтбуат әркинликини қаттиқ боғуп, чириклик қатарлиқ сәзгүр мәсилиләрни паш қилған йәрлик мухбирларни түрмигә ташлаватқан хитай һөкүмити, чәтәл мәтбуатини хитай тоғрисида тәрәпсиз хәвәр бәрмәйватиду дәп әйибләп, мәсилиләр һәққидә хәлқара җамаәтчиликкә тоғра чүшәндүрүш бериш үчүн бундин кейин, хитай һөкүмәт мәсуллириниң көпрәк мухбирларни күтивелиш йеғини өткүзидиғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити ахбарат идарисиниң башлиқи сәй ву пәйшәнбә күни бейҗиңда өткүзгән мухбирларни күтивелиш йеғинида": тунулған бәзи ахбарат васитилири тәрипидин берилгән хәвәрләр, хитайни көрмигән вә хитайдики вәзийәтни чүшәнмәйдиған кишиләр ниң сөзлири. Бу ахбарат васитилири намәлум кишиләр тәрипидин берилгән аталмиш һөҗҗәтләргә тайинип, хитай һәққидә хәвәр вә мулаһизиләр елан қилмақта" дегән.

У сөзидә йән, буниң алдини елиш үчүн келәр йили миллий тәрәққият вә дөләт ислаһат комитети қатарлиқ 9 йеңи бөлүмниң, давамлиқ чәтәл мухбирлириму қатнаштурулған мухбирларни күтивелиш йеғини өткүзүп, мәтбуат билән алақә қуруп туридиғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити 1‏- январдин кейин, 2008‏- йиллиқ олимпик тән һәрикәт йеғини һарписида чәтәл мухбирлириниң паалийәтлиригә қолайлиқ яритип бериш үчүн чәтәл мухбирлиригә берилгән чәклимләрниң көпинчисини вақитлиқ бикар қилидиғанлиқини билдүрди. Лекин чәтәл мухбирлириниң һәрбий районларни, уйғур ели вә тибәтни зиярәт қилиши һәққидики чәклимә йәнила бикар қилинмиған. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.