Хитай пурсәттин пайдилинип дунядики тәсир күчини күчәйтмәктә


2005.02.03

Америкидики бир қисим аналичилар, америка күчини террорчилиққа қарши урушқа мәркәзләштүргән пурсәттин пайдилинип, хитай һөкүмитиниң дунядики тәсир күчини ашуриватқанлиқини билдүрди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка мәркизи ахбарат идарисиниң сабиқ дериктори җәймис вулси қатарлиқ ахбарат ишлири мутәхәссислири, америка дөләт мәҗлиси авам палатаси ахбарат комитетиға, хитайниң нөвәттә америкиниң асия вә башқа районлиридики мәнпәәтигә тәһдид елип келиватқанлиқини доклат қилған.

Җәймис вулси, бейҗиң һөкүмитиниң иқтисадиниң ешишиға әгишип, хәлқарадики сиясий күчини ашуриватқанлиқини билдүрүп: "һөкүмитимиз зор күч билән оттура шәрқ вәзийитини бир тәрәп қиливатиду. Бирақ биз кәлгүсидә, хитай билән тоқунушуп қелиш еһтималлиқиғиму сәл қарисақ болмайду. Мәсилән, тәйвән боғузида" дигән.

Хәвәргә қариғанда, америка авам палатасиниң әзалири,америкиниң асиядики ишларға көпрәк диққәт- етибарини беришниң зөрүрликини етирап қилған. Авам палата әзаси җейин харман "биз хитайдин әндишә қилип келиватимиз, бирақ бу икки йилдин буян асаслиқ диққәт -етибаримиз хитайда болмиди. Биз чоқум хитайдики мәсилиләргә техиму көңүл болимиз" дәп көрсәткән.

Хәвәрдә ейтилишичә, америка ахбарат ишлири мутәхәссислири оттуриға қойған йәнә бир мәсилә, яврупа бирликиниң хитайға 15 йилдин буян йүргүзүп келиватқан қорал сетип бәрмәслик чәклимисини бикар қилиши мумкинчилики болуп, улар америка һөкүмитиниң бу һәқтә яврупа бирликигә қаттиқ бесим ишлитишини тәләп қилған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.