Сант лукиа тәйвән билән хитай арисида дипломатийә талаш-тартишида қалди
2007.04.27
Сәйшәнбә күни сант лукиа ташқи ишлар министири, Rufus Bousquet сант лукианиң тәйвән билән дипломатик алақә орнитиш арзусини ипадилигән иди.
Шуниң билән хитайниң сант лукиада турушлуқ әлчиханиси мәзкур дөләтниң башлиқлири билән көрүшүшни җиддий тәләп қилип, саинт лукияниң хитай билән болған дипломатик мунасивәтлирини сақлап қелишқа урунди. Чаршәнбә күни хитайниң саинт лукиадики әлчихана баянатчиси бил яң бирләшмә агентлиқиға мундақ дегән: "биз улар билән қолимизда вақит бар пәйтидә бивастә көрүшүшни халаймиз ".
Саинт лукианиң баш министири John Compton ниң партийиси тәйвән билән 13 йил мунасивәт сақлап кәлгән болуп, униң партийиси 1996 - йили әмгәк партийиси тәрипидин мәғлуп қилинған.
Саинт лукиа 168миң нопусқа игә. Саинт лукиа 1984 - йили тәйвән билән дипломатик мунасивәт орнатқан болсиму, 1997-йили хитай билән мунасивәт орнитиш үчүн тәйвәндин қол үзгән иди.
Тәйвән ташқи ишлар министири хуаң җифаң мундақ деди: "биз хитайниң буниңға нисбәтән күчлүк қаршилиқ көрситидиғанлиқини биләттуқ, әмма саинт лукианиң хитай билән дипломатик мунасивәтни үзишни тәләп қилмиған идуқ".
Бирләшмә агентлиқиниң 27- април бәргән хәвиридә қәйт қилинишичә, хитай вә тәйвән "доллар дипломатийиси" ни қоллинип, ярдәм вә қутқузуш ишлири билән тәминләш арқилиқ иттипақдашларни утушқа теришип кәлмәктә икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, сант лукиа билән тәйвәнниң дипломатик мунасивәт орнитиш пиланини әйиблиди
- Тәйвән башқурулидиған бомбилириниң учуш мусаписини ашурди
- Тәйвән һөкүмитиниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш тәлипи хитай һөкүмитини биарам қилмақта
- Қирғизистан –хитай һәмкарлиқиниң 15 йиллиқи хатириләнди
- Қисқа хәвәрләр
- Чен шуйбйән билән ма йиңҗюниң сөһбәт хатириси (3)
- Чен шуйбйән билән ма йиңҗюниң сөһбәт хатириси (2)
- Тәйвән хитайни тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға киришигә тосқунлуқ қилғанлиқи билән әйиблиди