Америка тәйвәнниң узун мусапилиқ һуҗум қораллирини тәрәққи қилдурушини қоллимайду


2007.05.03

Тәйвән һәрбий қисимлири өткән айда өткүзгән 'хәнгуаң' бәлгилик һәрбий мәшқтә, хитайдики муһим һәрбий ноқтиларға һуҗум қозғайдиған, мусаписи алдин һесаблап бекитилгән тактикилиқ башқурулидиған бомба моделини көрсәткән иди.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, америка дөләт бихәтәрлик комитети йеқинда "һуҗум қозғайдиған қоралларни тәрәққи қилдуруш тәйвән боғузиниң муқимлиқи үчүн пайдисиз, америка пәқәт тәйвәнниң һуҗум характирлиқ қорал әмәс, бәлки истратегийилик мудапиә қораллирини тәрәққи қилдурушинила қоллайду" дегән.

2005 ‏- Йили имзаланған америка -японийә бихәтәрлик әһдинамиси' ниң даирисигә тәйвәнму киргүзүлгән иди. Әмма бу әһдинаминиң һазир көңүл бөлүватқан нуқтиси корийә йерим арилини ядро қораллиридин хали қилиш мәсилиси вә коммунист хитайниң һәдәп көпәйтиливатқан һәрбий хамчоти мәсилиси.

Бундақ әһвал астида, тәйвән ташқи ишлар министирлиқи йәнила, дөләт ичидә демократийини кеңәйтиш арқилиқ америка билән японийиниң истратегийилик ортақ нишанлириға қатнишишни өзиниң мәнпәәтигә уйғун дәп қаримақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.