Тәйвән хитайниң тәқлиди һуҗумиға қарши һәрби маневер елип барди
2007.05.16
Сәйшәнбә күни тәйвәндә, 4 кун давамлишидиған "хәнгуваң 23" ( хитай шөһрити) намлиқ һәрби маневир тәйвәндики үч районда охшашмиған вақитта башлинип, тунҗи күндики маневир нәтиҗилик тамамланди.
Тәйвән мудапиә қисимлири хитайниң туюқсиз һуҗумиға тәқлид қилинған һуҗумға айрупиланға қарши башқурулидиған бомбилирини ишлитип тақабил турди.
Мәзкур маневрниң асаси мәқсити болса тәйвәнниң хитай һуҗумиға қариши һәрби тәйярлиқ әһвалини синаш болуп,мәлум болушичә, бу маневириға күрәшчи айрупилан, қоғдиғучи парахот вә тикучарлар ишқа селниған вә җәмий 1800 һәрбий хадим қатнашқан.
Бу нөвәтлик маневирини из қоғлап хәвәр қилған тәйвән телевизийә истансилириниң мәлуматиға қариғанда, бу маневер тәйвән армийисиниң хитай һуҗумлириға тақабил туруш иқтидари җәһәттә хәлқ көңлини әмин қилған.
Икки йил илгири бейҗиң тәрәп қарар мақуллап, әгәр тәйвән мустәқиллиқ җакарлиса һуҗум қозғайдиғанлиқини билдүргән.
Бу қетимлиқ маневер тәйвән бу йил хән гуваң намида елип барған маневрниң иккинчи қетимлиқи болуп, тәйвән 1984-йилдин буян һәр йили бир нөвәт мушу хилдики мәнивәр өткүзүп кәлмәктә. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш тәлипи рәт қилинди
- Тәйвән хитайдики муһим нишанларға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомбилирини истратегийилик орунлаштуруш пиланини оттуриға қойди
- Тәйвәндә 'җаң кәйши хатирә сарийи' ниң нами 'тәйвән демократийә хатирә сарийи' ға өзгәртилди
- Тәйвән хәлқи 'милләтчи партийә билән коммунист партийә һәмкарлиқи'дин бизар
- Тәйвән келәр һәптә бир йүрүш һәрбий маневир өткүзмәкчи
- Америка тәйвәнниң узун мусапилиқ һуҗум қораллирини тәрәққи қилдурушини қоллимайду
- Америка дөләт мәҗлисидә 16 нәпәр авам палата әзаси тәйвән һәққидә муһим тәклип оттуриға қойди
- Сант лукиа тәйвән билән хитай арисида дипломатийә талаш-тартишида қалди