Чен шүйбийән : тәйвән қайта мустәқиллиқ елан қилмайду


2007.05.17

Тәйвән президенти чен шуйбийән, әнгилийә б б с радио - телевизийә ширкитиниң зияритини қобул қилип, бейҗиңниң әндишилиригә рәдийә бәрди.

Бейҗиң даирилири, тәйвәнниң келәр йили өткүзүлидиған йеңи президент сайлимида яки бейҗиңда олимпик өткүзилидиған чағда, мустәқиллиқ елан қилиши мумкин дәп әндишә қилип кәлгән иди. Тәйвән президенти чен шуйбийән бу һәқтә инкас билдүрүп": тәйвән, әзәлдин бир мустәқил дөләт, қайта мустәқиллиқ елан қилишиниң һаҗити йоқ " деди.

Чен шуйбийән мухбирларға, тәйвәнниң " тәйвән " дегән нам билән дуня сәһийә тәшкилатиға һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуш ирадисиниң күчлүк икәнликини тәкитләп өтти.

Чен шуйбийән йәнә": тәйвәнниң өзигә тәвә иқтисадий, армийиси, әдилийә вә қануний бар, шуңа мустәқил бир дөләт һесаблиниду, тәйвәнниң мустәқил бир дөләт икәнлики йерим әсирдин буян испатлинип кәлди. Җоңгу күчлүк болғанлиқи үчүнла , тәйвәнни халиғанчә өзигә бойсундуримән дәп қаримаслиқи лазим " деди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.