Демократийә вә тәрәққият партийисиниң рәиси, америка бир җуңго сияситини көздин кәчүрүшкә мәҗбур болиду, дәйду
2007.05.19
Шәнбә күни тәйвән демократийә вә тәрәққят партийисиниң рәиси ю ши күн, әгәр демократийә вә тәрәққият партийиси 2008-йили өткүзүлидиған президент сайлимида авазларниң мутләқ көпсанлиқини қолға кәлтүрүш арқилиқ ғәлибә қилиса, америка аталмиш бир җуңго сияситини қайтидин күздин кәчүрүшкә мәҗбур болиду, дегән.
"Тәйвән йеңи әсир фонди җәмийити" тәрипидин уюштурулған йеғинда сөз қилған ю ши кун, тәйвән демократийә вә тәрәққият партийисиниң 2004- йилидики президент сайлимида ғәлибә қилиши билән бирликтә америкидики нурғунлиған тәтқиқат мәркәзлириниң америкиниң " бир җуңго сиясити"- һәққидә шәк вә шүбһә изһар қилишқа башлиғанлиқини, билдүрди. Униң билдүрүшичә, әгәр тәйвән демократийә вә тәрәққият партийиси 2008-йили өткүзүлидиған президент сайлимида 2004- йилидикидин көпрәк аваз қолға кәлтүрәлисә, америка " бир җуңго сияситини" чоқум көздин кәчүрүшкә мәҗбур болидикән.
У, 2008- йилидики президент сайлиминиң тәйвәндә мәвҗут нурғун мәсилиләрниң бир тәрәп қилинишида һалқилиқ рол ойнайдиғанлиқини тәкитләп, тәйвәнниң миллий кимлики һәққидики мәсилә бир тәрәп болмай туруп, тәйвәндә мәвҗут башқа мәсилиләрни һәл қилиш мумкин әмәс дәп, көрсәтти.
Тәйвән демократийә вә тәрәққият партийисиниң рәиси юши күн сөзидә, йеқинда тәйвән елип берилған бир рай снашта, тәйвән хәлқиниң 70% өзлирини тәйвәнлик дәп қарайдиғанлиқини пәқәт 10% кишиниң өзлирини хилаплиқ дәп қарайдиғанлиқини иипадилигәнликини, тәкитлигән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чен шүйбийән : тәйвән қайта мустәқиллиқ елан қилмайду
- Тәйвән хитайниң тәқлиди һуҗумиға қарши һәрби маневер елип барди
- Тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш тәлипи рәт қилинди
- Тәйвән хитайдики муһим нишанларға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомбилирини истратегийилик орунлаштуруш пиланини оттуриға қойди
- Тәйвәндә 'җаң кәйши хатирә сарийи' ниң нами 'тәйвән демократийә хатирә сарийи' ға өзгәртилди
- Тәйвән хәлқи 'милләтчи партийә билән коммунист партийә һәмкарлиқи'дин бизар
- Тәйвән келәр һәптә бир йүрүш һәрбий маневир өткүзмәкчи
- Америка тәйвәнниң узун мусапилиқ һуҗум қораллирини тәрәққи қилдурушини қоллимайду