Тәйвән һөкүмитиниң җаң кәйшини улуқлашни ахирлаштуруш тәдбири бүгүн йәнә гоминдаңчиларниң қаршилиқиға учриди
2007.12.05
Тәйвән һөкүмитиниң җаң кәйшини улуқлашни ахирлаштуруш, җаң кәйшини улуғлайдиған беғишлимиларни елип ташлаш һәрикити бүгүн йәнә гоминдаңчиларниң қаршилиқиға учриди.
Б б с ниң 5 - декабир күни баян қилишичә, тәйвән һөкүмитиниң йеңи тәдбиригә гоминдаңчилар қаршилиқ билдүргәндә, гоминдаң партийисиниң президент намзати ма йиңҗу җаң кәйши хатирә сарийидики беғишлимиларни мәҗбурий елип ташлаш қанунсиз, дәп җакарлиди вә гоминдаң партийиси һоқуқ тутуватқан тәйбей шәһириниң һөкүмәт даирилири нәқ мәйданға сақчи әвәтти. Тәйвән мәркизи һөкүмитиму нәқ мәйданға сақчи әвәтти. Гәрчә 'еғиз җеңи' болған болсиму, әмма еғир вәқә йүз бәрмиди.
Хәвәрдә ейтилишичә, буниңдин бурун, тәйвәндики минҗиндаң партийисиниң тәшәббуси билән тәйвән һөкүмити 'җаң кәйши хатирә сарийи'ни чеқиш вә җаң кәйшини 'милләтниң ниҗат юлтузи', ' улуқ әрбаб' дәп мәдһийиләйдиған беғишлимиларни елип ташлашни қарар қилғандин кейин, гәрчә гоминдаңчилар буниңға қаршилиқ көрсәткән болсиму, әмма йәнила җаң кәйши һәйкәллириниң көпинчиси елип ташланған иди.
Шундақла, бу хатирә сарайни қурған органға 20 милйон тәйвән пули җәриманә қоюлған иди. Һазир тәйвән һөкүмити җаң кәйшини улуқлашни ахирлаштуруш үчүн йеңи тәдбир қолланмақта. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән, бир хитай адвукатиниң дуня сода тәшкилати әрз сунуш органи әзалиқиға қарши чиқти
- Тәйвән хәлқи 'уйғур 12 муқами' ни тәқәззалиқ билән күтмәктә
- Америка дөләт мәҗлиси әзалириниң тәйвәнни қоллаш һәрикити
- Чиңхуа университетида шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә лексийә өткүзүлди (1)
- Чен шүйбйән : бир җуңго принсипи тәслим болуш келишими һесаблиниду
- Тәйвән дөләт байримида өзи тәтқиқ қилип ясап чиққан башқурулидиған бомбиларни параттин өткүзди
- Тәйвән дөләт байримида йеңи башқурулидиған бомбисини көрсәтмәкчи
- Хитай, тәйвән демократийә -илғарлиқ партийисиниң мустәқиллиқни тәстиқлиғучи қарарнамисини қаттиқ тәнқидлиди
- Тәйвән, бейҗиңни тинчлиққа тәһдит селиватиду дәп әйиблиди