Хитай һөкүмити америкиниң тәйвәнгә қорал сетип бериш пиланиға наразилиқ билдүрди
2007.09.17
Хитай һөкүмити америкиниң тәйвәнгә һәрбий қоралларни сетип бериш пиланиға наразилиқ билдүрүп, америка һөкүмитини мәзкур пиланидин ваз кечишкә вә тәйвән билән болған һәрбий алақини үзүшкә қистиди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси җяң йү, хитай тәрәпниң америка һөкүмитиниң тәйвәнгә қорал сетип беришигә қаттиқ қарши туридиғанлиқини билдүрүп: "бу хитайниң ички ишлириға қопаллиқ билән арилашқанлиқ" деди.
Алдинқи һәптә америка дөләт мудапиә министирлиқи тәйвәнгә п-3к овчи типлиқ суасти парахотиға қарши разведка айропилани вә сим - 2 типлиқ айропиланға қарши башқурулидиған бомбиларни өз ичигә алған 2.2 Милярд доллар қиммитидики һәрбий қорал-ярақларни сетип беридиғанлиқини уқтурған.
Америка мудапиә министирлиқи бихәтәрлик һәмкарлиқ идариси баянатида: "бу қорал - ярақ сетип бериш пилани, қорал - ярақ сетивалғучи тәрәпниң ( тәйвәнниң) сиясий муқимлиқини һәмдә шу райондики һәрбий вә иқтисади тәрәққият тәңпуңлуқини сақлишиға ярдәм бериду" дәп оттуриға қойған иди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси америкиниң мәзкур пилани америкиниң хитайниң "бир дөләтлик орнини һөрмәт қилимиз", дәп бәргән вәдисигә хилап икәнликини көрсәткән һәмдә америкиниң бу пиланини дәрһал әмәлдин қалдурушни тәкитлигән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чен шүйбйән : тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болушқа тамамән һәқлиқ
- Тәйвәндә миңлиған киши мустәқиллиқини қоллап намайиш өткүзди
- Ху җинтав тәйвәндә йолға қоюлидиған 'омумий хәлқ аваз қоюш' ни бөлгүнчилик дәп җакарлиған
- Чин шүйбйән тәйвән хәлқини, тәйвәнниң б д т ға кириш һәрикитини қоллашқа чақирди
- Тәйвән ташқи ишлар министири: " тәйвән бир мустәқил дөләт"
- Тәйвән демократийә вә тәрәққият партийиси тәйвәнниң рәсимий исимини өзгәртишни қарар қилди
- Тәйвән президентиниң латин америка зиярити давамлашмақта
- Тәйвән президенти, бу қетимқи латин америка сәпиридә, америка һөкүмитиниң униңға тутқан позитсийисигә наразилиқ билдүрди