Ма йиңҗю, вашингтонни зиярәт қилишни пиланлимақта


2008.03.25

22‏ - Март күни тәйвәндә елип берилған президент сайлимида, тәйвән президент вәзиписигә сайланған ма йиңҗю, вашингтонни зиярәт қилиш арзуси барлиқини ипадиләш арқилиқ, техи президент вәзиписини башлимай туруп америка һөкүмитини, қейин әһвалға чүшүрүп қойған. Чүнки әгәр америка һөкүмити. Маниң вашингтонни зиярәт қилишиға рухсәт қилса, бу һәрикәт хитай һөкүмитини ғәзәпләндүрүп, америка - хитай мунасивәтлиригә тәсир йәткүзүши мумкин.

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, гәрчә америка президенти буш, ма йиңҗю тәйвән президенти болуп сайланғандин кейин, уни тәбриклигән тунҗи рәһбәрләрниң бири болсиму, әмма сиясий мулаһизичиләр америка һөкүмити, хитай һөкүмити тибәттики қозғилаң түпәйлидин наһайити җиддий бир вәзийәттә туруватқан бир пәйттә, тәйвән президентиниң вашингтонни зиярәт қилишиға рухсәт бериш арқилиқ, хитай һөкүмитини ғәзәпләндүрүшни халимайду, дейшмәктә.

Уларниң ейтишичә, америка ташқи ишлар министирлиқи мушу сәвәбтин ма ниң америкини зиярәт қилиш тәлипигә, еһтиятчанлиқ билән муамилә қилмақта икән.

Лекин,хәвәрләргә қариғанда, бәзи америка һөкүмәт хадимлири, ма йиңҗю, тәйвәнниң сабиқ президенти чин шүйбйәнниң сиясәтлирини рәт қилғанлиқи үчүн, америка һөкүмити униң вашингтонни зиярәт қилип, америкиниң алий дәриҗилик рәһбәрлири билән учришишиға рухсәт қилиши керәк, дейшмәктә.

Бу арида, тәйвән президент вәзиписигә сайланған майиңҗю икки қирғақ оттурисидики җиддий вәзийәтни юмшитидиғанлиқини тәкитләватқан бир пәйиттә, сәйшәнбә күни, тәйвән мудапиә министирлиқи, хитайниң тәйвәнни ишғал қилиш еһтмаллиқиға қарши кәң көләмлик бир һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини җакарлиди. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.