Тәйвән хитайда ишләнгән алтә хил аяғқа қарита төкүп сетиш беҗи елишқа башлиди


2007.07.11

Тәйвән малийә министирлиқи бу йил 3 ‏- айда, тәйвәнгә импорт қилинған хитайда ишләнгән алтә хил аяғқа қарита 43% тин төкүп сетиш беҗи елишни қарар қилған болуп, бу қарарни йеқинда иҗра қилишқа башлиған. Б б с ниң хәвәр қилишичә, тәйвәнниң өз маллирини қоғдашни мәқсәт қилип хитайға қарита қолланған бундақ җазалаш тәдбири 2012 ‏- йилиғичә давам қилидикән.

Хәвәрдә ейтилишичә, тәйвәндә бултурдин башлап хитайда ишләнгән лүңгини төкүп сетишқа қарши тәдбир қоллинилип, 204% тин баҗ елиш башланған иди. Бу йил йәнә алтә хил аяғқа қарита төкүп сетишқа қарши баҗ елиш башланди. Буниңға қарита қарши тәрәпниң пикри болса, буниңдин кейин, малларни төкүп сетишқа қарши қолланған ашуруп баҗ елиш сиясити иҗра қилинип бир йил өткәндин кейин, андин баҗ несбитини тәңшәш һәққидә илтимас сунса болидкән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.