Чин шүйбйән тәйвән хәлқини, тәйвәнниң б д т ға кириш һәрикитини қоллашқа чақирди


2007.09.03

Тәйвән президенти чин шүйбйән, тәйвән вәтәнпәрвәрлирини, тәйвәнниң б д т ға әза болуш һәрикитини, пүтүн күчи билән қоллашқа чақирди.

Президент чин шүйбйән йәкшәнбә күни, тәйбидә өткүзүлгән тәйвән оқуғучилириниң бир йиғинида бәргән баянатида, сабиқ дөләт рәиси җяң кәйшиниң, 1970 ‏- йилларниң башлирида америкиниң, һәм тәйвән һәм хитай хәлқ җумһурийитиниң б д т ға әза болуши тоғрисидики тәклипини қобул қилмиғанлиқини чоң сиясий хаталиқ дәп көрсәтти. У, " президент җяң кәйшиниң қарари, тәйвәнни хәлқарада еғир әһвалда қалдуруп, бүгүн қайтидин б д т ға әза болуш үчүн бундақ бир һәрикәт башлишимизға сәвәб болди" дегән.

Чин шүйбйән, тәйвән хәлқидин 15‏- сентәбир күни, тәйвәнниң б д т ға әза болушини қоллаш мәқситидә, тәйвәнниң җәнубий райониға җайлашқан гавшюң шәһиридә өткүзүлидиған йиғилишқа қатнишишини тәләп қилди. У шундақла тәйвәнниң б д т ға әза болушини қоллаш үчүн тәйярланған илтимасқа қол қойғанлар саниниң өктәбир ейиниң ахириғичә 8 милйон кишигә йетидиғанлиқини билдүрди.

Бу арида, франисйә агентлиқиниң тәйбейдин хәвәр қилишичә, дүшәнбә күни онлиған киши америкиниң тәйвәндики ишханиси алдида намайиш өткүзүп, америка һөкүмитиниң алий дәриҗилик хадими диннис вилдәрниң, тәйвән дөләт әмәс, дегән баянатиға наразилиқ билдүргән.

Хәвәрләргә қариғанда, ақсарайниң хадими диннис вилдәр өткән һәптә вашингтонда мухбирларға бәргән баянатида, " тәйвән бир дөләт әмәс, шуңа у б д т ға әза болалмайду" дәп көрсәткән иди. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.