Тәйвәндә йүз миңлиған киши, тәйвәнниң б д т ға әза болушини қоллап намайиш өткүзди
2007.09.15
Шәнбә күни тәйвәндә йүзмиңлиған киши, президент чин шүйбийәнниң, тәйвәнни б д т ға әза қилиш һәрикитини қоллап, намайиш өткүзди.
Тәйвән демократийә вә тәрәққият партийисиниң билдүрүшичә, тәйвәнниң җәнубий райониға җайлашқан гавсиюң шәһиридә өткүзүлгән йиғилишқа 5 йүз миң адәм қатнашқан. Лекин сақчи даирилириниң хәвәр қилишичә, йиғилишқа қатнашқанларниң сани 150 миң кишигә йетидикән.
Тәйвән президенти чин шүйбийән, йиғилишта қилған сөзидә," биз тәйвән сими билән б д т ға әза болушни илтимас қилимиз һәмдә хәлқиниң райини синаш йәни рифрандом арқилиқ хәлқара җамаәткә тәйвән хәлқиниң ирадисини көрситимиз" деди. Сөзидә, хитай һөкүмитиниң тәйвәнни хитайниң бир қисими дәп қараватқанлиқини әскәрткән чин шүйбийән " биз һечқачан бундақ бир қарашни қобул қилмаймиз. Тәйвән игилик һоқуқиға игә мустәқил бир дөләт" деди.
Президент чин шүйбийән, хитай һөкүмитиниң қаттиқ қарши турушиға вә америкиниң наразилиқ ипадилиригә қаримай, тәйвәнниң б д т ға әза болуши мәсилсидә президент сайлими билән бирла вақитта рай синаш елип бериш пиланини, чоқум әмәлгә ашурудиғанлиқини тәкитлимәктә.
Хитай һөкүмити тәйвәнниң б д т ға әза болуши тоғрисида елип берилидиған рай синашни, тәйвән мустәқиллиқи йолида ташланған йәнә бир қәдәм дәп қаримақта. Америка һөкүмити болса, президент чин шүйбийәнниң бу һәрикити, тәйвән боғузидики җиддий вәзийәтни техиму кәскинләштүриду дәп, көрсәтмәктә.
Хәвәрләргә қариғанда, тәйвән билән дипломатийә мунасивәтлирини давамлаштуруп келиватқан дунядики 24 дөләтниң 15 й, тәйвәнниң б д т ға әза қобул қилиниши тоғрисида, 18- сентәбир күни ичилидиған б д т ниң йиллиқ умумий йиғиниға тәклип сунған. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чен шүйбйән : тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болушқа тамамән һәқлиқ
- Тәйвәндә миңлиған киши мустәқиллиқини қоллап намайиш өткүзди
- Ху җинтав тәйвәндә йолға қоюлидиған 'омумий хәлқ аваз қоюш' ни бөлгүнчилик дәп җакарлиған
- Чин шүйбйән тәйвән хәлқини, тәйвәнниң б д т ға кириш һәрикитини қоллашқа чақирди
- Тәйвән ташқи ишлар министири: " тәйвән бир мустәқил дөләт"
- Тәйвән демократийә вә тәрәққият партийиси тәйвәнниң рәсимий исимини өзгәртишни қарар қилди
- Тәйвән президентиниң латин америка зиярити давамлашмақта
- Тәйвән президенти, бу қетимқи латин америка сәпиридә, америка һөкүмитиниң униңға тутқан позитсийисигә наразилиқ билдүрди
- Тәйвән муһит мәсилсидә хитайға ярдәм беришкә тәйяр
- Тәйвән президенти чен шүйбйәнниң америкида тохтап өтүши хитайниң чишиға тегиши мүмкин