Тәйвән б д т ға әза болуш мәсилиси һәққидә хәлқара сотқа әрз сунушни ойлашмақта
2007.09.19
Тәйвәнниң б д т ға әза болуш илтимаси келәр бир нәччә күн ичидә б д т ниң йиллиқ омум йиғинида музакирә қилинмақчи. Мулаһизичиләрниң пәрәз қилишичә, бу қетим йәнә рәт қилиниш еһтимали йоқ әмәс.
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, буниңдин бурун, тәйвәнниң б д т ға әза болуш илтимасини 24 дөләт қоллиған болсиму, әмма б д т ниң баш катиби бан кимун "б д т дә 1971 - йили мақулланған бейҗиңдики җуңхуа хәлқ җумһурйитигә орун бериш тоғрисидики қарарға асасланғанда, тәйвәнниң б д т ға әза болуп кириш илтимаси қобул қилинмайду" дәп рәт қилған иди.
Франсийә агентлиқниң 19 - сентәбир күни тәйбейдин хәвәр қилишичә, тәйвән б д т ға әза болуш мәсилиси һәққидә хәлқара сотқа әрз йоллашни ойлашмақта. Тәйвәндә чиқидиған 'хитай вақит гезити' дә баян қилинишичә, деңиз қарақчилиқи делолири буйичә тонулған адвокат суң явмиң әпәнди 'хәлқара сот дөләт мәсилисини бир тәрәп қилишта, алди билән әрз сунғучиниң 'дөләт' яки әмәсликигә қарайду.
Әгәр хәлқара сот тәйвәнни бир 'дөләт' әмәс дәп қариса, тәйвәнниң әрзи ақмаслиқи мумкин. Әгәр бу мәсилә әмәлий пакитқа асасән қаралса, һаман бир күни тәйвәнниң сотта утуп чиқиш еһтималлиқи бар. Бу хәлқара вәзийәт яритип беридиған пайдилиқ шараитқиму бағлиқ' дегән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити америкиниң тәйвәнгә қорал сетип бериш пиланиға наразилиқ билдүрди
- Тәйвәндә йүз миңлиған киши, тәйвәнниң б д т ға әза болушини қоллап намайиш өткүзди
- Чен шүйбйән : тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болушқа тамамән һәқлиқ
- Тәйвәндә миңлиған киши мустәқиллиқини қоллап намайиш өткүзди
- Ху җинтав тәйвәндә йолға қоюлидиған 'омумий хәлқ аваз қоюш' ни бөлгүнчилик дәп җакарлиған
- Чин шүйбйән тәйвән хәлқини, тәйвәнниң б д т ға кириш һәрикитини қоллашқа чақирди
- Тәйвән ташқи ишлар министири: " тәйвән бир мустәқил дөләт"
- Тәйвән демократийә вә тәрәққият партийиси тәйвәнниң рәсимий исимини өзгәртишни қарар қилди