Тәйвән б д т әзалиқи үчүн үзлүксиз тиришидиғанлиқини җакарлиди
2007.09.20
Б д т омуми ишлар комитети чаршәнбә күни тәйвәнниң б д т ға әза болуш тәлипини бу нөвәтлик б д т омум йиғининиң музакирә күнтәртипигә киргүзүшни рәт қилғандин кейин, тәйвән боғузиниң икки қирғиқидики даириләр пәйшәнбә күни бу мәсилигә инкас қайтурди.
Тәйвән ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ваң җйәнйе, пәйшәнбә күни мухбирларға тәйвәнниң б д т ға әза болуш тәлипи бу қетим йәнә рәт қилинған болсиму, лекин тәйвән б д т ға әза болуш тиришичанлиқидин ваз кәчмәйду, дәп көрсәтти. Ваң җйәнйиниң әскәртишичә, тәйвән б д т ға әза болуш тәлипиниң оңушсизлиққа учриғанлиқидин әпсуслансиму, лекин бу вәқә дуня җамаәтчиликиниң диққитини қозғап, тәйвәнни дуняға намайән қилиш ролини ойниған.
Тәйвәнниң б д т ға әза болуш илтимаси чаршәнбә күни б д т омуми ишлар комитетида музакирә қилинғанда хитай билән мисирниң қарши чиқиши сәвәбидин, тәйвәнниң илтимасини б д т омум йиғининиң күнтәртипигә елиш рәт қилинди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип,"б д т низамнамиси вә б д т омуми қурултийиниң 2753 -номурлуқ қарариға хилап һәр қандақ һәрикәт, б д т әзалириниң қоллишиға еришәлмәйду. Бир җуңго принсипиға бузғунчилиқ қилидиған, җуңгони парчилайдиған урунушлар әмәлгә ашмайду, дәп көрсәтти.
Бу тәйвәнниң б д т ға әза болуш илтимасиниң 15 - қетим рәт қилиниши болуп һесаблиниду. Тәйвәнниң сунған бу йилқи илтимаси, президент чен шүйбйән тәйвәнниң б д т ға җуңхуа минго, дегән нам билән әмәс, тәйвән, дегән исим билән киришни омум хәлқ авазиға қоймақчи болуватқан мәзгилгә тоғра кәлди. Бу хитай билән тәйвән арисидики сүркилишни җиддийләштүривәткән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән б д т ға әза болуш мәсилиси һәққидә хәлқара сотқа әрз сунушни ойлашмақта
- Хитай һөкүмити америкиниң тәйвәнгә қорал сетип бериш пиланиға наразилиқ билдүрди
- Тәйвәндә йүз миңлиған киши, тәйвәнниң б д т ға әза болушини қоллап намайиш өткүзди
- Чен шүйбйән : тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болушқа тамамән һәқлиқ
- Тәйвәндә миңлиған киши мустәқиллиқини қоллап намайиш өткүзди
- Ху җинтав тәйвәндә йолға қоюлидиған 'омумий хәлқ аваз қоюш' ни бөлгүнчилик дәп җакарлиған
- Чин шүйбйән тәйвән хәлқини, тәйвәнниң б д т ға кириш һәрикитини қоллашқа чақирди
- Тәйвән ташқи ишлар министири: " тәйвән бир мустәқил дөләт"
- Тәйвән демократийә вә тәрәққият партийиси тәйвәнниң рәсимий исимини өзгәртишни қарар қилди