Америка, тәйвәнниң б д т ға әза болуш мәсилсидә рифрандом өткүзүш пиланини тәнқид қилди
2007.12.22
Америка ташқи ишлар министири кондализа райис, җүмә күни, тәйвәнниң б д т ға әза болуш мәсилсидә хәлқниң райини снаш йәни рифрандом өткүзүш пиланини тәнқид қилип, " бизчә бу пилан тәйвән боғузидики вәзийәтни техиму кәскинләштүриду" деди. Кондализа райис баянатида, америка һөкүмитиниң, тәйвән мәсилсидә һәрбий күч ишлитиш тәһдитигә шундақла тәйвән боғузидики мәвҗут вәзийәтни өзгәртиш үчүн елинидиған һәрқандақ бир тәрәплимә қарарға қарши туридиғанлиқини тәкитлиди.
Америка ташқи ишлар министириниң, тәйвән тоғрисидики баянати, хитай һөкүмити тәрипидин қизғин қарши елинған болуп, хитай ташқи ишлар минстирликиниң баянатчиси чиң гаң, шәнбә күни бейҗиңда бәргән баянатида, хитай һөкүмити, америка тәрәпниң өзиниң бир җоңгу сияситигә садиқ икәнликини очуқ - ашкара ипадиләп кәлгәнликини тәқдирләйду вә тәйвәнниң мустәқиллиқ елан қилишиниң алдини елиш үчүн, елип бериватқан паалийәтлирини изчил давамлаштурушини үмид қилиду" дегән.
Әмма, тәйвән президенти чин шүйбийән, шәнбә күни америка ташқи ишлар министириниң, тәйвәндә өткүзүлүши пиланланған рифрандом һәққидики тәнқидлирини рәт қилип, "тәйвәндә б д т ға әза болуш мәсилисидә елип берилидиған рифрандом һечқачан тәйвән боғузидики вәзийәтни җиддийләштүрмәйду. Вәзийәтни җиддийләштүрүватқан хитай һөкүмити. Хәлқниң райини синаш, хәлқиниң пикригә һөрмәт қилғанлиқни көрситиду" деди.
Гәрчә, америка ташқи ишлар министири, тәйвәнниң б д т ға әза болуши мәсилисидә тәйвәндә өткүзүлмәкчи болған рифрандомни тәнқид қилған болсиму, әмма, америка мудапиә министири роберт гетс, җүмә күни вашингтонда бәргән баянатида, америкиниң тәйвәнгә қорал-ярақ сетишни давамлаштурудиғанлиқини тәкитлиди. У, бу мәсилини, өткән ай бейҗиңни зиярәт қилғинида, хитай рәһбәрлиригиму, очуқ-ашкара билдүрүп қойғанлиқини, әскәртти. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка авам палатаси әзалири америка һөкүмитиниң тәйвәнниң б д т ға әза болуп киришигә қарши чиқишини әйиблиди
- Русийә косова мустәқиллиқ мәсилисидә ғәрб әллирини агаһландурди
- Косова албанлири өз алдиға мустәқиллиқ җакарлайдиғанлиқини билдүрди
- Тәйвән, бир хитай адвукатиниң дуня сода тәшкилати әрз сунуш органи әзалиқиға қарши чиқти
- Косовалиқлар сайлам өткүзди
- Америка дөләт мәҗлиси әзалириниң тәйвәнни қоллаш һәрикити
- Хитай -тәйвән оттурисида җасус тутуш буйичә йәнә бир җиддий җәң башланди
- Чен шүйбйән : бир җуңго принсипи тәслим болуш келишими һесаблиниду
- Тәйвән дөләт байримида йеңи башқурулидиған бомбисини көрсәтмәкчи
- Испанийидики басик тәшкилатчилири тутқун қилинди