Тәйвән дөләт байримида йеңи башқурулидиған бомбисини көрсәтмәкчи
2007.10.08
Тәйвән бу йиллиқ дөләт байримида өзи тәтқиқ қилип ясап чиққан икки хил башқурулидиған бомбини тунҗи қетим параттин өткүзүп, рәқиби хитайға тәйвәнниң һәрбий күчини намаян қилмақчи.
Франсийә агентлиқи хәвиридә, тәйвән дөләт мудапиә министири ли тйәнйүниң ейтқанлирини нәқил елип көрситишичә, тәйвән 10 - өктәбир чаршәнбә күни өткүзүлидиған дөләт байримида , аваздин тиз учидиған шюңфең3 (дәһшәтлик боран) типлиқ башқурулидиған бомба вә тйәнкуң ( көк қәһри) 3 типлиқ башқурулидиған бомбиға қарши қоюп берилидиған илғар типтики қораллирини параттин өткүзмәкчи икән.
Ли мундақ деди: " қоралларни мундақ шәкилдә көргәзмә қилиш бир хил тәһдит селиш ролиға игә болуп, шундила хитай коммунистлири тәйвәнниңму бош әмәсликини көрүп йетиду".
Тәйвән президенти чен шүйбйән, хитай тәрәп 1000 данидин артуқ башқурулидиған бомбилирини тәйвәнгә қаритип тизип қоюп тәйвәнни биарам қилди, дәп хитай һөкүмитини әйибләп келиватқан болуп, бу нөвәтлик тәйвән дөләт байримида параттин өткүзүлидиған башқурулидиған бомбилар бейҗиң тәрәпкә тәйвәнниң һәрбий күчигә сәл қарашқа болмайдиғанлиқини көрситип қоюш икән.
Мәлум болушичә, шюңфең3 типлиқ башқурулидиған бомба көп хил йетәкләш системисиға мас келидиған болуп, уруш парахотиға қарши, йәр йүзидики нишанларға қарши вә радар әслиһәлиригә қарши ишләткили болидикән.
Мәзкур бомбиниң етиш мусаписи 130 километир болуп, тәйвән дөләт мудапиә технологийиси айлиқ журнилиниң муһәррири чаң литийниң франсийә агентлиқиға билдүрүшичә, шюңфең3 нишанға наһайити тиз һуҗум қилғачқа радарда байқаш интайин қийин икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, тәйвән демократийә -илғарлиқ партийисиниң мустәқиллиқни тәстиқлиғучи қарарнамисини қаттиқ тәнқидлиди
- Тәйвән, бейҗиңни тинчлиққа тәһдит селиватиду дәп әйиблиди
- Тәйвән тәкшүрүш идарисиниң икки хадими хитайға мәлумат сатқанлиқи үчүн қолға елинди
- Тәйвән б д т әзалиқи үчүн үзлүксиз тиришидиғанлиқини җакарлиди
- Тәйвән б д т ға әза болуш мәсилиси һәққидә хәлқара сотқа әрз сунушни ойлашмақта
- Тәйвәндә йүз миңлиған киши, тәйвәнниң б д т ға әза болушини қоллап намайиш өткүзди
- Чен шүйбйән : тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болушқа тамамән һәқлиқ
- Тәйвәндә миңлиған киши мустәқиллиқини қоллап намайиш өткүзди
- Ху җинтав тәйвәндә йолға қоюлидиған 'омумий хәлқ аваз қоюш' ни бөлгүнчилик дәп җакарлиған