Тәйвәндә гоминдаңниң дөләт мүлкини мусадирә қилиш һәққидә аваз қоюш мәсилиси талаш- тартишта


2008.01.02

Тәйвәндә минҗиндаң партийиси 12 ‏- январ күни елип берилидиған парламинт сайлими билән гоминдаңниң дөләт мүлкини мусадирә қилиш һәққидә аваз қоюшни бир вақитта елип бериш тәклипини оттуриға қойған иди.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, бу тәклип гоминдаң партийисиниң қаршилиқиға учриғанлиқтин һазирға қәдәр техичә талаш-тартишта турмақта.

Хәвәрдә баян қилинишичә, тәйвәндә демократийә түзүми йолға қоюлуштин бурун, гоминдаң партийиси тәйвәндә партийә билән дөләтни бир гәвдә қилиш сиясити арқилиқ, наһайити көп йәр-земинни вә санаәт-сода, пул- муамилә, учур васитилири қатарлиқ һәр хил ширкәтләрни игиливелип, дуня буйичә партийә мүлки әң көп партийигә айланған иди. Гоминдаңниң партийә мүлкиниң асасий қисми иккинчи дуня урушидин кейин игиливалған әслидики японийә мүлки.Гоминдаң партийиси2000 ‏- йили тәйвәндә тәхиттин чүшүриветилгәндин кейин, униң мүлки 'чәтәл мәблиғи' дегән нам билән чоң қуруқлуққа еқип кирип сиңип кетишкә башлиди.

Тәйвән президенти чен шүйбйән гоминдаңни булаңчилар гуруһи дәп атапла қалмай, бәлки униң тәйвәндә игиливалған барлиқ мүлкини мусадирә қилишни тәшәббус қилип кәлмәктә. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.