Тәйвәндә җаң кәйши хатирә сарийи ниң нами тәйвән демократийә хатирә сарийи ға өзгәртилди
2007.05.09
5 - Айниң 9 - күни, тәйвән мәмурий палатасида қанун мақуллинип 'җаң кәйши хатирә сарийи' ниң нами 'тәйвән демократийә хатирә сарийи' дәп өзгәртилди.
'Франсийә агентлиқи'ниң тәйбейдин хәвәр қилишичә, тәйвән мәмурий палатасида мақулланған 'җаң кәйши хатирә сарийини бир тәрәп қилиш низами' ға асасланғанда, 'җаң кәйши хатирә сарийи' ниң нам бәлгиси 'тәйвән демократийә хатирә сарийи' ға өзгәртилгәндин кейин, алтә айғичә асарә-әтиқиләрни бекитиш -рәтләш иши елип берилип, униңдики һәйкәл, нәқиш, беғишлима, йезилма қатарлиқ һәрхил буюмлар илмий қаидә буйичә бир тәрәп қилиниду.
Чоң қуруқлуқта коммунистик партийә тәрипидин мәғлуп қилинған җаң кәйши гуруһи 1947 - йилидин башлап тәйвән арилида һәрбий һаләт йүргүзүп, 'йигирмә сәккизинчи феврал вәқәси' дейилгән бир вәқәдила 28 миң йәрлик хәлқни қирип ташлап, тәйвән арилидики йәрлик хәлқни җаң кәйшидин ибарәт бу мустәбиткә чуқунушқа мәҗбурлап кәлгән иди.
Һазир тәйвәнниң маарип саһәсидила 40 миңдин артуқ җаң кәйши һәйкили мәвҗут. Тәйвән хәлқи буни йәрлик хәлққә вә демократийигә қилинған һақарәт дәп һесаблайду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән хәлқи 'милләтчи партийә билән коммунист партийә һәмкарлиқи'дин бизар
- Тәйвән келәр һәптә бир йүрүш һәрбий маневир өткүзмәкчи
- Америка тәйвәнниң узун мусапилиқ һуҗум қораллирини тәрәққи қилдурушини қоллимайду
- Америка дөләт мәҗлисидә 16 нәпәр авам палата әзаси тәйвән һәққидә муһим тәклип оттуриға қойди
- Сант лукиа тәйвән билән хитай арисида дипломатийә талаш-тартишида қалди
- Хитай, сант лукиа билән тәйвәнниң дипломатик мунасивәт орнитиш пиланини әйиблиди
- Тәйвән башқурулидиған бомбилириниң учуш мусаписини ашурди
- Тәйвән һөкүмитиниң дуня сәһийә тәшкилатиға әза болуш тәлипи хитай һөкүмитини биарам қилмақта